12 Мән бөзни кийимим қилип кийсәм, Шуниң билән уларниң сөз-чөчикигә қалдим.
13 Шәһәр қовуқида олтарғанларниң тәнә гепигә қалдим, Мәйхорларниң нахшисиниң темиси болдум.
14 Бирақ мән шәпқитиңни көрсәткән вақтиңда дуайимни саңа нишанлидим, и Пәрвәрдигар; И Худа, өзгәрмәс муһәббитиңниң зорлуғидин, Ниҗатлиқ ишәшидә маңа җавап бәргәйсән;
15 Мени патқақлиқтин қутқузувалғайсән, Мени чөктүрмигәйсән; Маңа өчмән болғанлардин, Суниң чоңқур йеридин қутулдурғайсән;
16 Кәлкүн сулириға мени ғәриқ қилдурмиғайсән; Деңиз тәглиригиму мени жутқузмиғайсән; Теги йоқ һаңниң мени һап етип ағзини жумувелишиға йол қоймиғайсән!
17 Дуайимни иҗабәт қилғайсән, и Пәрвәрдигар, Чүнки өзгәрмәс муһәббитиң яхшидур; Мол рәһимдиллиғиң билән маңа йүзләнгәйсән;