3 Худа әрштә туруп, инсан балилирини күзитип: «Бу инсанларниң арисида, инсапни чүшинидиған бирәрси бармиду? Худани издәйдиғанлар бармиду?
4 Һәммә адәм йолдин чиқти, Һәммә адәм чириклишип кәтти, Меһриванлиқ қилғучи йоқтур, һәтта бириму.
5 Нанни йегәндәк Мениң хәлқимни жутувалған, Қәбиһлик қилғучиларниң билими йоқмиду?» — дәйду. Улар Пәрвәрдигарға һеч бир илтиҗа қилмайду.
6 Қорққидәк һеч иш болмисиму, Мана уларни ғайәт зор қорқунуч басти; Чүнки Худа сени қоршавға алғанларниң устиханлирини парчилап чечивәтти; Сән уларни хиҗиллиққа қойдуң; Чүнки Худа уларни нәзиридин сақит қилди.