5 Һәқиқәт, кәмтәрлик һәм адаләтни алға сүрүшкә атланғиниңда, Шану-шәвкәт ичидә ғәлибә билән алға бас! Шуниң билән оң қолуң өзүңгә карамәт қорқунучлуқ ишларни көрситиду!
6 Сениң оқлириң өткүрдур, Улар падишаһниң дүшмәнлириниң жүригигә санҗилиду; Пүтүн әлләр айиғиңға жиқитилиду.
7 Сениң тәхтиң, и Худа, әбәдил-әбәтликтур; Падишаһлиғиңдики Шаһанә һасаң, адаләтниң һасисидур.
8 Сән һәққанийлиқни сөйүп, рәзилликкә нәпрәтлинип кәлгәнсән; Шуңа Худа, йәни сениң Худайиң, сени һәмраһлириңдин үстүн қилип шатлиқ мейи билән мәсиһ қилди.
9 Сениң кийимлириңдин мурмәкки, муәттәр вә дарчин һиди келиду; Пил чиши сарайлиридики сазәндиләрниң тарлиқ сазлири сени хурсән қилиду.