3 Сән униң көңүл тилигини униңға ата қилдиң, Ләвлириниң тәливини рәт қилған әмәссән. Селаһ!
4 Чүнки Сән есил бәрикәтләр билән уни қарши алдиң; Униң бешиға сап алтун таҗ кийдүрдүң.
5 У Сәндин өмүр тилисә, Сән униңға бәрдиң, Йәни узун күнләрни, таки әбәдил-әбәтгичә бәрдиң.