3Ғәшлик күлкидин әвзәлдур; чүнки чирайниң пәришанлиғи билән қәлб яхшлиниду.
4Дана кишиниң қәлби матәм тутуш өйидә, бирақ ахмақниң қәлби тамашиниң өйидидур.
5Ахмақларниң нахшисини аңлиғандин көрә, дана кишиниң тәнбиһини аңлиғин;
6Чүнки ахмақниң күлкиси қазан астидики янтақларниң параслишидәк, халас; буму бимәниликтур.
7Җәбир-зулум дана адәмни наданға айландуриду, Пара болса қәлбни һалак қилиду.
8Ишниң айиғи бешидин әвзәл; Сәвир-тақәтлик роһ тәкәббур роһтин әвзәлдур.
9Роһуңда хапа болушқа алдирима; Чүнки хапилиқ ахмақларниң бағрида қонуп ятиду.
10«Немишкә бурунқи күнләр һазирқи күнләрдин әвзәл?» — демә; чүнки сениң бундақ сориғиниң даналиқтин әмәс.
11Даналиқ мирасқа охшаш яхши иш, қуяш нури көргүчиләргә пайдилиқтур.
12Чүнки даналиқ пул панаһ болғандәк, панаһ болиду; бирақ даналиқниң әвзәллиги шуки, у өз егилирини һаятқа ериштүриду.
13Худаниң қилғанлирини ойлап көр; чүнки У әгир қилғанни ким түз қилалисун?