5Ахмақ қол қоштуруп, өз гөшини йәйду.
6Җапа чекип шамални қоғлап очумини тошқузимән дегәндин, чаңгилини тошқузуп хатирҗәмликтә болуш әладур.
7Мән йәнә зеһнимни жиғип, қуяш астидики бир бимәниликни көрдум;
8бириси ялғуз, тикәндәк болсиму, шундақла нә оғли нә ака-укиси болмисиму — бирақ униң җапасиниң ахири болмайду, униң көзи байлиқларға тоймайду. У: «Мән бундақ җапалиқ ишләп, җенимдин зади кимгә яхшилиқ қалдуримән?» — дегәнни соримайду. Буму бимәнилик вә еғир җападин ибарәттур.
9Икки бирдин яхшидур; чүнки икки болса әмгигидин яхши инъам алиду.
10Жиқилип кәтсә, бириси һәмраһини йөләп көтириду; бирақ ялғуз һаләттә жиқилип кәтсә, йөлигидәк башқа бириси йоқ болса, бу кишиниң һалиға вай!
11Йәнә, иккиси биллә ятса, бир-бирини иллитиду; лекин бириси ялғуз ятса қандақ иллитилсун?
12Йәнә, бирәв ялғуз бир адәмни йеңивалған болса, иккиси униңға тақабил туралайду; шуниңдәк үч қат арғамча асан үзүлмәс.
13Кәмбәғәл амма ақил жигит йәнә несиһәтниң әтиварини қилмайдиған қери ахмақ падишаһдин яхшидур;
14Чүнки гәрчә у бу падишаһниң падишаһлиғида кәмбәғәл болуп туғулған болсиму, у зиндандин тәхткә олтиришқа чиқти.
15Мән қуяш астидики барлиқ тирикләрниң әшу иккинчини, йәни падишаһниң орнини басқучини, шу жигитни қоллайдиғанлиғини көрдум.