Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Һекмәт топлиғучи - Һекмәт топлиғучи 3

Һекмәт топлиғучи 3:15-21

Help us?
Click on verse(s) to share them!
15Һазир болғанлири өткәндиму болғандур; кәлгүсидә болидиған иш аллиқачан болғандур; Худа өткән ишларни сорайду.
16Мән қуяш астида йәнә шу ишни көрдүмки — сорақ орнида, шу йәрдә һелиһәм рәзиллик туриду; һәққанийлиқ туруш керәк болған җайда, мана рәзиллик туриду!
17Мән көңлүмдә: «Худа һәққаний һәм рәзил адәмни сораққа тартиду; чүнки һәр бир арзу-мәхсәт вә һәр бир ишниң өз вақти бар» — дедим.
18Мән көңлүмдә: — Бундақ болуши инсан балилириниң сәвәвидиндур; Худа уларни синимақчи, бу ишлар улар өзлириниң пәқәт һайванларға охшаш екәнлигини көрүши үчүн болған, дәп ойлидим.
19Чүнки инсан балилириниң бешиға келидиғини һайванларғиму келиду, уларниң көридиғини охшаш болиду. Улардин алдинқиси қандақ өлгән болса, кейинкисиму шундақ өлиду, уларда охшашла бирла нәпәс бардур. Инсанниң һайванлардин һеч артуқчилиғи йоқ; чүнки һәммә иш бимәниликтур.
20Уларниң һәммиси бир җайға бариду; һәммиси топа-чаңдин чиққан, һәммиси топа-чаңға қайтиду.
21Ким адәм балилириниң роһини билиду? У жуқуриға чиқамду, буни ким билиду? Һайванларниң роһи, у йәр тегигә чүшәмду, ким билиду?

Read Һекмәт топлиғучи 3Һекмәт топлиғучи 3
Compare Һекмәт топлиғучи 3:15-21Һекмәт топлиғучи 3:15-21