Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Һекмәт топлиғучи - Һекмәт топлиғучи 2

Һекмәт топлиғучи 2:4-14

Help us?
Click on verse(s) to share them!
4Мән улуқ қурулушларға кириштим; өзүм үчүн өйләрни салдим; өзүм үчүн үзүмзарларни тиктим;
5Өзүм үчүн шаһанә бағ-бағчиларни ясидим; уларда һәр хил мевә беридиған дәрәқләрни тиктим;
6Өзүм үчүн ормандики барақсан дәрәқләрни убдан суғириш үчүн, көлчәкләрни ясап чиқтим;
7Қулларға вә дедәкләргә егә болдум; өйүмдә улардин туғулғанларму мениңки еди; Йерусалимда мәндин илгири болғанларниң һәммисиниңкидин көп мал-варанлар, қой вә кала падилирим бар болди.
8Өз-өзүмгә алтун-күмүчләрни, падишаһларниң һәм һәр қайси өлкиләрниң һәр хил әтиварлиқ алаһидә гөһәрлирини жиғдим; қиз-жигит нахшичиларға һәмдә адәм балилириниң дилкөйәрлиригә, йәни көплигән гөзәл кенизәкләргә егә болдум.
9Улуқ болдум, Йерусалимда мәндин илгири болғанларниң һәммисидин зиядә ронақ таптим; шундақ болғини билән даналиғим мәндин кәтмиди.
10Көзлиримгә немә яққан болса, мән шуни униңдин айимидим; өз көңлүмгә һеч қандақ хошаллиқни яқ демидим; чүнки көңлүм барлиқ әҗримдин шатланди; мана, булар өз әҗримдин болған несивәм еди.
11Андин өз қолум ясиғанлириниң һәммисигә, шундақла сиңдүргән әҗримниң нәтиҗисигә қарисам, мана, һәммиси бимәнилик вә шамални қоғлиғандәк иш еди; булар қуяш астидики һеч пайдиси йоқ ишлардур.
12Андин зеһнимни жиғип уни даналиққа, тәлвилик вә әхмиқаниликкә қарашқа қойдум; чүнки падишаһтин кейин туридиған адәм немә қилалайду? — қилсиму аллиқачан қилинған ишлардин ибарәт болиду, халас!
13Шуниң билән нур қараңғулуқтин әвзәл болғандәк, даналиқниң биғәрәзликтин әвзәллигини көрүп йәттим.
14Дана кишиниң көзлири бешидидур, ахмақ болса қараңғулуқта маңиду; бирақ уларға охшаш бирла ишниң болидиғанлиғини чүшинип йәттим.

Read Һекмәт топлиғучи 2Һекмәт топлиғучи 2
Compare Һекмәт топлиғучи 2:4-14Һекмәт топлиғучи 2:4-14