Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Һекмәт топлиғучи - Һекмәт топлиғучи 1

Һекмәт топлиғучи 1:4-14

Help us?
Click on verse(s) to share them!
4Бир дәвир өтиду, йәнә бир дәвир келиду; Бирақ йәр-зимин мәңгүгә давам қилиду;
5Күн чиқиду, күн патиду; Вә чиқидиған җайға қарап йәнә алдирап маңиду.
6Шамал җәнупқа қарап соқиду; Андин бурулуп шималға қарап соқиду; У айлинип-айлинип, Һәрдайим өз айланма йолиға қайтиду.
7Барлиқ дәриялар деңизға қарап ақиду, бирақ деңиз толмайду; Дәриялар қайси җайға аққан болса, Улар йәнә шу йәргә қайтиду.
8Барлиқ ишлар җапаға толғандур; Уни ейтип түгәткүчи адәм йоқтур; Көз көрүштин, Қулақ аңлаштин һәргиз тоймайду.
9Болған ишлар йәнә болидиған ишлардур; Қилған ишлар йәнә қилиниду; Қуяш астида һеч қандақ йеңилиқ йоқтур.
10«Мана, бу йеңи иш» дегили болидиған иш барму? У бәрибир биздин бурунқи дәвирләрдә аллиқачан болуп өткән ишлардур.
11Бурунқи ишлар һазир һеч әсләнмәйду; Вә кәлгүсидә болидиған ишларму улардин кейин яшайдиғанларниң есигә һеч кәлмәйду.
12Мәнки һекмәт топлиғучи Йерусалимда Исраилға падишаһ болғанмән;
13Мән даналиқ билән асманлар астида барлиқ қилинған ишларни қетирқинип издәшкә көңүл қойдум — Хуласәм шуки, Худа инсан балилириниң өз-өзини бәнд қилип упритиш үчүн, уларға бу еғир җапани тәқдим қилған!
14Мән қуяш астидики барлиқ қилинған ишларни көрүп чиқтим, — Мана, һәммиси бимәнилик вә шамални қоғлиғандәк иштин ибарәттур.

Read Һекмәт топлиғучи 1Һекмәт топлиғучи 1
Compare Һекмәт топлиғучи 1:4-14Һекмәт топлиғучи 1:4-14