Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Һекмәт топлиғучи - Һекмәт топлиғучи 1

Һекмәт топлиғучи 1:11-17

Help us?
Click on verse(s) to share them!
11Бурунқи ишлар һазир һеч әсләнмәйду; Вә кәлгүсидә болидиған ишларму улардин кейин яшайдиғанларниң есигә һеч кәлмәйду.
12Мәнки һекмәт топлиғучи Йерусалимда Исраилға падишаһ болғанмән;
13Мән даналиқ билән асманлар астида барлиқ қилинған ишларни қетирқинип издәшкә көңүл қойдум — Хуласәм шуки, Худа инсан балилириниң өз-өзини бәнд қилип упритиш үчүн, уларға бу еғир җапани тәқдим қилған!
14Мән қуяш астидики барлиқ қилинған ишларни көрүп чиқтим, — Мана, һәммиси бимәнилик вә шамални қоғлиғандәк иштин ибарәттур.
15Әгирни түз қилғили болмас; Кәмни толуқ дәп саниғили болмас.
16Мән өз көңлүмдә ойлинип: «Мана, мән улуқлинип, мәндин илгири Йерусалим үстигә барлиқ һөкүм сүргәнләрдин көп даналиққа ериштим; мениң көңлүм нурғун даналиқ вә билимгә еришти» — дедим.
17Шуниң билән даналиқни билишкә, шуниңдәк тәлвилик вә әхмиқаниликни билип йетишкә көңүл қойдум; мошу ишниму шамал қоғлиғандәк иш дәп билип йәттим.

Read Һекмәт топлиғучи 1Һекмәт топлиғучи 1
Compare Һекмәт топлиғучи 1:11-17Һекмәт топлиғучи 1:11-17