1Әнди яман күнләр бешиңға чүшмигичә, шундақла сән: «Булардин һеч һозурум йоқтур» дегән жиллар йеқинлашмиғичә яшлиғиңда Яратқучиңни есиңдә чиң тут;
2қуяш, йоруқлуқ, ай вә юлтузлар қараңғулишип, ямғурдин кейин булутлар қайтип кәлмигичә уни есиңдә тутқин.
3Шу күни «өйниң күзәтчилири» титрәп кетиду; палванлар егилиду, әзгүчиләр азлиғидин тохтап қалиду, деризиләрдин сиртқа қарап турғучилар ғувалишип кетиду;
4кочиға қарайдиған ишикләр етилиду; түгмәнниң авази пәсийду, кишиләр қушларниң авазини аңлисила чөчүп кетиду, «нахшичи қизлар»ниң сайрашлири сус аңлиниду;
5кишиләр егиздин қорқиду, кочиларда вәһимиләр бар дәп қорқуп жүриду; бадам дәриғи чичәкләйду; чекәткә адәмгә жүк болиду, шиндир мевиси солишиду; чүнки инсан мәңгүлүк маканиға кетиду вә шуниң билән тәң, матәм тутқучилар кочида айлинип жүриду;
6күмүч тана үзүлгичә, алтун чинә чеқилғичә, аптува булақ йенида парә-парә болғичә, қудуқтики чақ кардин чиққичә,
7топа-чаң әсли тупраққа қайтқичә, роһ өзини бәргән Худаға қайтқичә — Уни есиңдә тутқин!
8Бимәнилик үстигә бимәнилик!» — дәйду һекмәт топлиғучи — «Бимәнилик үстигә бимәнилик! Һәммә иш бимәниликтур!»
9Шуниңдәк, һекмәт топлиғучи дана болупла қалмастин, у йәнә хәлиққә билим үгитәтти; у ойлинип, көп пәнд-несиһәтләрни таразиға селип, рәтләп чиқти.
10Һекмәт топлиғучи йеқимлиқ сөзләрни тепишқа интилгән; ушбу йезилғини болса дурус, һәқиқәт сөзлиридин ибарәттур.
11Дана кишиниң сөзлири зихқа охшайду, уларниң жиғиндиси чиң бекитилгән миқтәктур. Улар Бирла Падичи тәрипидин берилгәндур.