Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Һекмәт топлиғучи - Һекмәт топлиғучи 10

Һекмәт топлиғучи 10:2-11

Help us?
Click on verse(s) to share them!
2Даналиқниң көңли оңға майил, ахмақниңки солға.
3Ахмақ киши һәтта йолда меңиватқандиму, униң әқли кам болғачқа, у ахмақ екәнлигини һәммигә аян қилиду.
4Һөкүмдарниң саңа аччиғи кәлсә, орнуңдин истепа бәрмә; чүнки тинич-сәвричанлиқ хата-сәһвәнликтин болған зор хапилиқни тиничлитиду.
5Қуяш астида яман бир ишни көрдумки, у һөкүмдардин чиққан бир хата иштур —
6ахмақлар жуқури мәнсәптә, шуниң билән тәң байлар пәс орунда олтириду;
7мән қулларниң атқа мингәнлигини, әмирләрниң қуллардәк пиядә маңғанлиғини көрдум.
8Орини колиған киши униңға жиқилиши мүмкин; тамни бузған кишини илан чеқиши мүмкин;   
9ташларни йөткигән киши таш тәрипидин ярилиниши мүмкин; отун яридиған киши хәвпкә учрайду.
10Палта гал болса, бириси тиғини билимисә, палтини күчәп чепишқа тоғра келиду; бирақ даналиқ адәмни утуқ-мувәппәқийәткә ериштүриду.
11Илан ойнитилмай туруп, иланчини чақса, иланчиға немә пайда?

Read Һекмәт топлиғучи 10Һекмәт топлиғучи 10
Compare Һекмәт топлиғучи 10:2-11Һекмәт топлиғучи 10:2-11