Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Юһанна - Юһанна 9

Юһанна 9:9-37

Help us?
Click on verse(s) to share them!
9Бәзиләр: «Һәә, шу екән» десә, йәнә бәзиләр: «Яқ. у әмәс, лекин униңға охшайдикән» дейишти. Бирақ у өзи: — Мән дәл шу киши болимән! — деди.
10— Ундақта көзлириң қандақ ечилди? — дәп сорашти улар.
11У җавапән мундақ деди: — Әйса исимлиқ бир киши түкүрүгидин лай қилип көзлиримгә сүрүп қоювиди, маңа: «Силоам көлчигигә берип жуювәткин» дегән еди. Мән берип жуювидим, көрәләйдиған болдум.
12— У һазир қәйәрдә? — дәп сорашти улар. — Билмәймән, — деди у.
13Халайиқ илгири қариғу болған бу адәмни Пәрисийләрниң алдиға елип беришти
14(әслидә Әйса лай қилип бу адәмниң көзлирини ачқан күн дәл шабат күни еди).
15Шуниң билән Пәрисийләр қайтидин бу адәмдин қандақ көрәләйдиған болғинини соривиди, у уларға: — У көзлиримгә лай сүрүп қойди, мән жуювидим вә мана, көрәләйдиған болдум! — деди.
16Шуниң билән Пәрисийләрдин бәзилири: — У адәм Худаниң йенидин кәлгән әмәс, чүнки у шабат күнини тутмайду, — дейишти. Йәнә бәзилири: — У гунакар адәм болса, қандақларчә бундақ мөҗизилик аламәтләрни яриталайтти? — дейишти. Буниң билән уларниң арисида бөлүнүш пәйда болди.   
17Улар қариғу адәмдин йәнә: — У көзлириңни ечипту, әнди сән у тоғрилиқ немә дәйсән? — дәп сорашти. У: — У бир пәйғәмбәр екән, — деди.
18Йәһудийлар көрәләйдиған қилинған кишиниң ата-анисини тепип кәлмигичә, бурун униң қариғу екәнлигигә вә һазир көрәләйдиған қилинғанлиғиға ишәнмәйтти. Шуңа улар униң ата-анисини чақиртип,
19улардин: — Бу силәрниң оғлуңларму? Туғма қариғу, дәвататтиңлар? Әнди һазир қандақларчә көрәләйдиған болуп қалди? — дәп сорашти.
20Ата-аниси уларға: — Униң бизниң оғлимиз екәнлиги, шундақла туғулушидинла қариғу екәнлигини билимиз;
21лекин һазир қандақларчә көрәләйдиған болуп қалғанлиғини, көзлирини ким ачқанлиғини билмәймиз. У чоң адәм турса, буни өзидин сораңлар, у өзи дәп бәрсун, — дәп җавап бәрди.
22Ата-анисиниң шундақ дейиши Йәһудийлардин қорққанлиғи үчүн еди; чүнки Йәһудийлар кимдәким Әйсани Мәсиһ дәп етирап қилса, у синагог җамаитидин қоғлап чиқирилсун дәп қарар қилған еди.   
23Шу сәвәптин униң ата-аниси: «У чоң адәм турса, буни өзидин сораңлар» дегән еди.
24Пәрисийләр әслидә қариғу болған адәмни йәнә чақирип униңға: — Худаға шан-шәрәп берип қәсәм қил! Биз бу адәмниң гунакар екәнлигини билимиз, — дейишти.  
25У мундақ җавап бәрди: — У гунакарму, әмәсму, билмәймән. Бирақ мән шу бирла ишни билимәнки, қариғу едим, һазир көрәләйдиған болдум.
26Улар униңдин йәнә бир қетим: — У сени қандақ қилди? Көзлириңни қандақ ачти? — дәп сорашти.
27У җавапән: — Силәргә аллиқачан ейттим, бирақ қулақ салмидиңлар. Силәр немә дәп қайтидин аңлашни халап қалдиңлар? Силәрму униң мухлислири болай дәватамсиләр?! — деди.
28Буниң билән, улар уни қаттиқ тиллап: — Сән һелиқиниң мухлиси! Биз болсақ Муса пәйғәмбәрниң мухлислиримиз.
29Худаниң Мусаға сөзлигәнлигини билимиз; лекин бу неминиң болса қәйәрдин кәлгәнлигиниму билмәймиз, — дейишти.
30Һелиқи адәм уларға мундақ җавап қайтурди: — Әҗайип ишқу бу! Гәрчә силәр униң қәйәрдин кәлгәнлигини билмигиниңлар билән, у мениң көзлиримни ачти.
31Биз билимизки, Худа гунакарларниң тиләклирини аңлимайду; бирақ Өзигә ихласмән болуп ирадисигә әмәл қилғучиларниңкини аңлайду.
32Дуния апиридә болғандин тартип, бирәрсиниң туғма қариғуниң көзини ачқанлиғини аңлап баққан әмәс.
33Әгәр бу адәм Худадин кәлмигән болса, һеч немә қилалмиған болатти.
34Улар уни: — Сән түптин гуна ичидә туғулған туруқлуқ, бизгә тәлим бәрмәкчимусән? — дейишип, уни синагогтин қоғлап чиқириветишти.
35Әйса уларниң уни синагогтин қоғлап чиқарғанлиғини аңлап, уни издәп тепип: Сән, Худаниң Оғлиға етиқат қиламсән? — дәп сориди.
36У җавапән: — Тәхсир, у ким? Мән униңға етиқат қилай, — деди.
37— Сән һәм уни көрдүң һәм мана, һазир сән билән сөзлишиватқан дәл шуниң өзи, — деди Әйса униңға.

Read Юһанна 9Юһанна 9
Compare Юһанна 9:9-37Юһанна 9:9-37