Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Юһанна - Юһанна 9

Юһанна 9:5-22

Help us?
Click on verse(s) to share them!
5Мән дунияда турған вақтимда, дунияниң нури өзүмдурмән.
6Бу сөзләрни қилғандин кейин, у йәргә түкүрүп, түкүрүктин лай қилип, лайни һелиқи адәмниң көзлиригә сүрүп қойди
7вә униңға: «Силоам көлчиги»гә берип жуювәткин» деди («Силоам» ибранийчә сөз болуп, «әвәтилгән» дегән мәнини билдүриду). Шуниң билән һелиқи адәм берип жуювиди, көзи көридиған болуп қайтип кәлди.
8Хошнилири вә у илгири тиләмчилик қилғинида уни көргәнләр: — Бу олтирип тиләмчилик қилидиған һелиқи адәм әмәсму? — дейишип кәтти.
9Бәзиләр: «Һәә, шу екән» десә, йәнә бәзиләр: «Яқ. у әмәс, лекин униңға охшайдикән» дейишти. Бирақ у өзи: — Мән дәл шу киши болимән! — деди.
10— Ундақта көзлириң қандақ ечилди? — дәп сорашти улар.
11У җавапән мундақ деди: — Әйса исимлиқ бир киши түкүрүгидин лай қилип көзлиримгә сүрүп қоювиди, маңа: «Силоам көлчигигә берип жуювәткин» дегән еди. Мән берип жуювидим, көрәләйдиған болдум.
12— У һазир қәйәрдә? — дәп сорашти улар. — Билмәймән, — деди у.
13Халайиқ илгири қариғу болған бу адәмни Пәрисийләрниң алдиға елип беришти
14(әслидә Әйса лай қилип бу адәмниң көзлирини ачқан күн дәл шабат күни еди).
15Шуниң билән Пәрисийләр қайтидин бу адәмдин қандақ көрәләйдиған болғинини соривиди, у уларға: — У көзлиримгә лай сүрүп қойди, мән жуювидим вә мана, көрәләйдиған болдум! — деди.
16Шуниң билән Пәрисийләрдин бәзилири: — У адәм Худаниң йенидин кәлгән әмәс, чүнки у шабат күнини тутмайду, — дейишти. Йәнә бәзилири: — У гунакар адәм болса, қандақларчә бундақ мөҗизилик аламәтләрни яриталайтти? — дейишти. Буниң билән уларниң арисида бөлүнүш пәйда болди.   
17Улар қариғу адәмдин йәнә: — У көзлириңни ечипту, әнди сән у тоғрилиқ немә дәйсән? — дәп сорашти. У: — У бир пәйғәмбәр екән, — деди.
18Йәһудийлар көрәләйдиған қилинған кишиниң ата-анисини тепип кәлмигичә, бурун униң қариғу екәнлигигә вә һазир көрәләйдиған қилинғанлиғиға ишәнмәйтти. Шуңа улар униң ата-анисини чақиртип,
19улардин: — Бу силәрниң оғлуңларму? Туғма қариғу, дәвататтиңлар? Әнди һазир қандақларчә көрәләйдиған болуп қалди? — дәп сорашти.
20Ата-аниси уларға: — Униң бизниң оғлимиз екәнлиги, шундақла туғулушидинла қариғу екәнлигини билимиз;
21лекин һазир қандақларчә көрәләйдиған болуп қалғанлиғини, көзлирини ким ачқанлиғини билмәймиз. У чоң адәм турса, буни өзидин сораңлар, у өзи дәп бәрсун, — дәп җавап бәрди.
22Ата-анисиниң шундақ дейиши Йәһудийлардин қорққанлиғи үчүн еди; чүнки Йәһудийлар кимдәким Әйсани Мәсиһ дәп етирап қилса, у синагог җамаитидин қоғлап чиқирилсун дәп қарар қилған еди.   

Read Юһанна 9Юһанна 9
Compare Юһанна 9:5-22Юһанна 9:5-22