Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Юһанна - Юһанна 9

Юһанна 9:22-33

Help us?
Click on verse(s) to share them!
22Ата-анисиниң шундақ дейиши Йәһудийлардин қорққанлиғи үчүн еди; чүнки Йәһудийлар кимдәким Әйсани Мәсиһ дәп етирап қилса, у синагог җамаитидин қоғлап чиқирилсун дәп қарар қилған еди.   
23Шу сәвәптин униң ата-аниси: «У чоң адәм турса, буни өзидин сораңлар» дегән еди.
24Пәрисийләр әслидә қариғу болған адәмни йәнә чақирип униңға: — Худаға шан-шәрәп берип қәсәм қил! Биз бу адәмниң гунакар екәнлигини билимиз, — дейишти.  
25У мундақ җавап бәрди: — У гунакарму, әмәсму, билмәймән. Бирақ мән шу бирла ишни билимәнки, қариғу едим, һазир көрәләйдиған болдум.
26Улар униңдин йәнә бир қетим: — У сени қандақ қилди? Көзлириңни қандақ ачти? — дәп сорашти.
27У җавапән: — Силәргә аллиқачан ейттим, бирақ қулақ салмидиңлар. Силәр немә дәп қайтидин аңлашни халап қалдиңлар? Силәрму униң мухлислири болай дәватамсиләр?! — деди.
28Буниң билән, улар уни қаттиқ тиллап: — Сән һелиқиниң мухлиси! Биз болсақ Муса пәйғәмбәрниң мухлислиримиз.
29Худаниң Мусаға сөзлигәнлигини билимиз; лекин бу неминиң болса қәйәрдин кәлгәнлигиниму билмәймиз, — дейишти.
30Һелиқи адәм уларға мундақ җавап қайтурди: — Әҗайип ишқу бу! Гәрчә силәр униң қәйәрдин кәлгәнлигини билмигиниңлар билән, у мениң көзлиримни ачти.
31Биз билимизки, Худа гунакарларниң тиләклирини аңлимайду; бирақ Өзигә ихласмән болуп ирадисигә әмәл қилғучиларниңкини аңлайду.
32Дуния апиридә болғандин тартип, бирәрсиниң туғма қариғуниң көзини ачқанлиғини аңлап баққан әмәс.
33Әгәр бу адәм Худадин кәлмигән болса, һеч немә қилалмиған болатти.

Read Юһанна 9Юһанна 9
Compare Юһанна 9:22-33Юһанна 9:22-33