Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Юһанна - Юһанна 7

Юһанна 7:7-36

Help us?
Click on verse(s) to share them!
7Бу дуниядики кишиләр силәргә һәргиз өч болмайду; лекин мени өч көриду. Чүнки мән уларниң қилмишлирини рәзил дәп гувалиқ бериватимән.
8Силәр бу һейтқа беривериңлар. Мән бу һейтқа бармаймән, чүнки мениң вақит-саитим техи йетип кәлмиди, — деди.  
9Әйса бу сөзләрни қилип, Галилийәдә қалди.
10Әйсаниң инилири һейтқа чиққандин кейин, у өзиму униңға барди. Амма ашкарә әмәс, йошурун барди.
11Һейтта Йәһудийлар уни издәп: «У қәйәрдидур?» дәп соравататти.
12Кишиләр арисида униң тоғрисида көп ғул-ғула болди. Бәзиләр уни: «Яхши адәм!» десә, йәнә бәзиләр: «Яқ, у халайиқни аздуруватиду!» дейишти.
13Бирақ Йәһудий чоңлиридин қорқуп, һеч ким очуқ-ашкарә униң гепини қилмайтти.  
14Һейтниң йерими өткәндә, Әйса ибадәтхана һойлилириға кирип хәлиққә тәлим беришкә башлиди.
15Йәһудийлар: — Бу адәм һеч қандақ тәлим алмиған туруқлуқ, униң қандақму мунчә көп билими болсун? — дәп һаң-таң қелишти.
16Әйса уларға: — Бу тәлимләр мениң әмәс, бәлки мени Әвәткүчиниңкидур.
17Униң ирадисигә әмәл қилишқа өз ирадисини бағлиған һәр ким бу тәлим тоғрилиқ — униң Худадин кәлгәнлигини яки өзлүгүмдин ейтиватқанлиғимни билиду.
18Өз алдиға сөзлигән киши өз шан-шәривини издәйду, лекин өзини әвәткүчиниң шан-шәривини издәйдиған киши һәқ-садиқтур, униңда һәққанийсизлиқ йоқтур.
19Муса пәйғәмбәр силәргә Тәврат қанунини тапшурған әмәсму? Лекин һеч қайсиңлар бу қанунға әмәл қилмайватисиләр! Немишкә мени өлтүрмәкчи болисиләр? — деди.  
20Көпчилик: — Саңа җин чаплишипту! Сени өлтүрмәкчи болған ким екән? — дейишти.  
21Әйса уларға мундақ җавап бәрди: — Мән бир карамәтни яритишим билән һәммиңлар һаң-таң қелиштиңлар.
22— Әнди Муса пәйғәмбәр силәргә хәтнә қилиш тоғрилиқ әмир қалдурған (әмәлийәттә болса хәтнә қилиш Муса пәйғәмбәрдин әмәс, ата-бовилардин қалған), шуңа силәр шабат күнигә тоғра келип қалсиму шу күнидә адәмниң хәтнисини қиливерисиләр.   
23Әнди Тәврат қануниға хилаплиқ қилинмисун дәп шабат күнидә адәм хәтнә қилинған йәрдә, мән шабат күнидә бир адәмни сәллимаза сақайтсам, силәр немә дәп маңа аччиқлинисиләр?
24Сиртқи қияпәткә қарап һөкүм қилмаңлар, бәлки һәққаний һөкүм қилиңлар!
25У вақитта Йерусалимлиқларниң бәзилири: — Чоңлар өлтүрмәкчи болған киши бу әмәсмиди?
26Ашкарә сөзләватсиму, униңға қарши һеч нәрсә демидиғу! Дәрвәқә, ақсақалларниң униң Мәсиһ екәнлигини билип йәткәнму?
27Һалбуки, бу адәмниң қәйәрдин кәлгәнлигини биз ениқ билимиз. Лекин Мәсиһ кәлгәндә, униң қәйәрдин кәлгәнлигини һеч ким билмәстиғу, — дейишти.  
28Шуңа Әйса ибадәтхана һойлисида тәлим бериветип, жуқури аваз билән мундақ деди: — Силәр мени тонуймиз һәмдә мениң қәйәрдин кәлгәнлигимниму билимиз, дәватисиләр?! Бирақ мән өзлүгүмдин әмәс, мән мени Әвәткүчидин кәлдим, У һәқтур; бирақ силәр Уни тонумайсиләр.   
29Мән Уни тонуймән. Чүнки мән Униң йенидин кәлдим, мени У әвәтти.
30Шуңа улар уни тутуш йолини издәйтти, лекин һеч ким униңға қол салмиди; чүнки униң вақит-саити техи йетип кәлмигән еди.   
31Лекин халайиқ арисидики нурғун кишиләр униңға етиқат қилди. Улар: «Мәсиһ кәлгәндә бу киши көрсәткән мөҗизилик аламәтләрдин артуқ мөҗизә яриталарму?!» дейишти.
32Пәрисийләр халайиқниң у тоғрилиқ ғул-ғула болуватқан бу гәп-сөзлирини аңлиди; шуниң билән Пәрисийләр билән баш каһинлар уни тутуш үчүн бир нәччә қаравулларни әвәтти.
33Шуниң билән Әйса: — Йәнә бир аз вақит силәр билән биллә болимән, андин мени Әвәткүчиниң йениға кетимән.
34Мени издәйсиләр, лекин тапалмайсиләр. Мән баридиған йәргә баралмайсиләр, — деди.
35Буниң билән, Йәһудийлар бир-биригә: — У биз тапалмиғидәк қәйәрләргә барар? Грекләр арисидики тарқақ Йәһудий муһаҗирларниң йениға берип, грекларға тәлим берәмдиғанду?
36«Мени издәйсиләр, лекин тапалмайсиләр. Мән баридиған йәргә баралмайсиләр» дегини немисиду? — дейишти.

Read Юһанна 7Юһанна 7
Compare Юһанна 7:7-36Юһанна 7:7-36