2Бу чағда, Йәһудийларниң «кәпиләр һейти»ға аз қалған еди.
3Шуңа Әйсаниң инилири униңға: — Мошу йәрдин айрилип Йәһудийәгә барғин, шуниң билән мухлислириңму карамәт әмәллириңни көрәләйду!
4Чүнки өзини хәлиқ-аләмгә тонутмақчи болған һеч ким йошурун җайда иш қилмайду. Бу әмәлләрни қиливатқан екәнсән, өзүңни дунияға көрсәт! — дейишти.
5Чүнки униң инилириму униңға етиқат қилмиған еди.
6Шуңа Әйса уларға: — Мениң вақит-саитим техи кәлмиди. Лекин силәргә нисбәтән һәрвақит мунасиптур.
7Бу дуниядики кишиләр силәргә һәргиз өч болмайду; лекин мени өч көриду. Чүнки мән уларниң қилмишлирини рәзил дәп гувалиқ бериватимән.
8Силәр бу һейтқа беривериңлар. Мән бу һейтқа бармаймән, чүнки мениң вақит-саитим техи йетип кәлмиди, — деди.
9Әйса бу сөзләрни қилип, Галилийәдә қалди.
10Әйсаниң инилири һейтқа чиққандин кейин, у өзиму униңға барди. Амма ашкарә әмәс, йошурун барди.
11Һейтта Йәһудийлар уни издәп: «У қәйәрдидур?» дәп соравататти.
12Кишиләр арисида униң тоғрисида көп ғул-ғула болди. Бәзиләр уни: «Яхши адәм!» десә, йәнә бәзиләр: «Яқ, у халайиқни аздуруватиду!» дейишти.
13Бирақ Йәһудий чоңлиридин қорқуп, һеч ким очуқ-ашкарә униң гепини қилмайтти.
14Һейтниң йерими өткәндә, Әйса ибадәтхана һойлилириға кирип хәлиққә тәлим беришкә башлиди.
15Йәһудийлар: — Бу адәм һеч қандақ тәлим алмиған туруқлуқ, униң қандақму мунчә көп билими болсун? — дәп һаң-таң қелишти.
16Әйса уларға: — Бу тәлимләр мениң әмәс, бәлки мени Әвәткүчиниңкидур.
17Униң ирадисигә әмәл қилишқа өз ирадисини бағлиған һәр ким бу тәлим тоғрилиқ — униң Худадин кәлгәнлигини яки өзлүгүмдин ейтиватқанлиғимни билиду.