62Әнди мабада Инсаноғлиниң әсли кәлгән җайға көтириливатқинини көрсәңлар, қандақ болар?!
63Инсанға һаятлиқ бәргүчи — Роһтур. Инсанниң әтлири болса һеч қандақ пайда бәрмәйду. Мән силәргә ейтқан сөзлирим болса һәм роһтур вә һәм һаятлиқтур.
64Лекин араңлардин етиқат қилмиған бәзиләр бар, — деди (чүнки Әйса етиқат қилмиғанларниң вә өзигә сатқунлуқ қилидиғанниң ким екәнлигини баштила биләтти).
65Шуниң билән у мундақ деди: — Мән шу сәвәптин силәргә шуни ейттимки, Атамдин ата қилинмиса, һеч ким мениң йенимға келәлмәйду!