50Әйса униңға: — Барғин, оғлуң һаят қалди! — деди. Һелиқи адәм Әйсаниң ейтқан сөзигә ишинип, өйигә қарап маңди.
51Йолда кетип барғинида, униң қуллири алдиға чиқип, балилири һаят, дәп уқтурди.
52Әмәлдар улардин оғлиниң қайси сааттин башлап яхшилинишқа йүзләнгәнлигини соривиди, улар: — Түнүгүн йәттинчи сааттә қизитмиси янди, — дейишти.
53Балиниң атиси буниң дәл Әйсаниң өзигә: «Оғлуң һаят қалди!» дегән саат екәнлигини билип йәтти. Шуниң билән өзи пүткүл аилисидикиләр билән биллә етиқат қилишти.