Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Юһанна - Юһанна 3

Юһанна 3:1-36

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Йәһудийлар кеңәшмисиниң Пәрисийләрдин болған Никодим исимлиқ бир йолбашчиси бар еди.
2Бу адәм бир кечиси Әйсаниң алдиға келип: — Устаз, сениң Худадин кәлгән тәлим бәргүчи екәнлигиңни билимиз. Чүнки Худа униң билән биллә болмиса, һеч кимниң сән көрсәткән бу мөҗизилик аламәтләрни көрситиши қәтъий мүмкин әмәс, — деди.  
3Әйса униңға җавапән: — Бәрһәқ, бәрһәқ, мән саңа шуни ейтип қояйки, һеч ким жуқуридин туғулмиғичә, Худаниң падишаһлиғини көрәлмәс! — деди.
4Никодим: — Адәм қериғинида қандақму қайтидин туғулсун? Анисиниң қосиғиға қайта кирип туғулуши мүмкинму?! — дәп сориди.
5Әйса мундақ җавап бәрди: — Бәрһәқ, бәрһәқ, мән саңа шуни ейтип қояйки, һәм судин, һәм Роһтин туғулмиғичә, һеч ким Худаниң падишаһлиғиға кирәлмәс!
6Әттин туғулған болса әттур; роһтин туғулған болса роһтур.
7Саңа: «Жуқиридин туғулушуңлар керәк» дегинимгә һәйран қалма.
8Шамал халиған тәрәпкә соқиду, сән униң авазини аңлайсән, лекин қәйәрдин келип, қәйәргә баридиғинини билмәйсән. Роһтин туғулған һәр бириму шундақтур.
9Никодим йәнә җавапән Әйсаға: — Бу ишлар қандақму мүмкин болар? — деди.
10Әйса униңға җавапән мундақ деди: — «Сән Исраилниң өлимаси туруп, буниму билмәмсән?
11Бәрһәқ, бәрһәқ, мән саңа шуни ейтип қояйки, биз билгинимизни ейтимиз вә көргинимизгә гувалиқ беримиз, лекин силәр бизниң гувалиғимизни қобул қилмайсиләр.   
12Силәргә зиминдики ишларни ейтсам ишәнмигән йәрдә, әрштики ишларни ейтсам қандақму ишинисиләр?
13Өзи әрштә болуп, әрштин чүшкүчидин, йәни Инсаноғлидин башқа һеч ким әршкә чиқмиди.   
14Муса чөлдә туч иланни көтәргәндәк, Инсаноғлиму охшашла шундақ егиз көтирилиши керәк.   
15Шундақ болғанда, униңға етиқат қилғанларниң һәммиси һалак болмай, мәңгүлүк һаятқа еришәләйду».  
16Чүнки Худа дуниядики инсанларни шу қәдәр сөйидуки, Өзиниң бирдин-бир йеганә Оғлини пида болушқа бәрди. Мәхсити, униңға етиқат қилған һәр бириниң һалак болмай, мәңгүлүк һаятқа еришиши үчүндур.   
17Худа Оғлини дуниядики инсанларни гунаға бекитиш үчүн әмәс, бәлки уларниң у арқилиқ қутқузулуши үчүн дунияға әвәтти.
18Кимки униңға етиқат қилғучи болса, гунаға бекитилмәйду; лекин етиқат қилмиғучи болса аллиқачан гунаға бекитилгәндур; чүнки у Худаниң йәккә-йеганә Оғлиниң намиға етиқат қилмиған.
19Вә гунаға бекитиш сәвәви мана шуки, нур дунияға кәлгән болсиму, инсанлар нурни әмәс, бәлки қараңғулуқни яхши көрди; чүнки уларниң әмәллири рәзил еди.
20Чүнки рәзиллик қилғучи һәр бири нурни яман көрүп вә өзиниң қилған-әткәнлириниң ашкарә қилинмаслиғи үчүн нурға кәлмәйду;
21лекин һәқиқәтни жүргүзгүчи болса, әмәллирини Худаға тайинип қилғанлиғи аян болсун дәп, нурға келиду.  
22Бу ишлардин кейин, Әйса мухлислири билән Йәһудийә зиминиға барди; у у йәрдә улар билән биллә туруп, кишиләрни чөмүлдүрди.
23Шу чағда Йәһя пәйғәмбәрму Салим йезисиниң йенидики Айнон дегән йәрдә кишиләрни чөмүлдүрүвататти. Чүнки у йәрниң сүйи мол еди. Кишиләр униң алдиға келишип, чөмүлдүрүшни қобул қилишатти
24(чүнки шу чағда Йәһя техи зинданға ташланмиған еди).
25шу вақитларда Йәһяниң мухлислири бир Йәһудий киши билән таһарәт қаидилири тоғрисида бәс-муназирә қилишип қалди.
26Андин мухлислар Йәһяниң йениға келип: — Устаз, Иордан дәриясиниң у қетида сән билән биргә болған, өзүң тәрипләп гувалиқ бәргән һелиқи киши мана һазир өзи кишиләрни чөмүлдүрүватиду, вә һәммә адәм униң йениға кетишиватиду, — деди.  
27Йәһя мундақ җавап бәрди: — Әгәр униңға әрштин ата қилинмиған болса, инсан һеч нәрсигә егә болалмайду.
28Мениң силәргә: «Мән Мәсиһ әмәс, пәқәт униң алдида әвәтилгәнмән» дегинимгә өзүңлар гувачисиләр.
29Келинчәкни әмригә алғучи жигиттур; қолдиши жигитниң авазини күтиду; қолдаш униң авазини аңлап, қәлбидә толиму хурсән болиду. Шуниңға охшаш, мәндиму хурсәнлик толуп ташиду.
30Униң жүксилиши, мениң аҗизлишишим муқәррәрдур.
31Үстүндин кәлгүчи һәммидин үстүндур. Зиминдин кәлгүчи зиминға тәвә болуп зиминдики ишларни сөзләйду. Әрштин кәлгүчи һәммидин үстүндур;
32өзиниң әрштә көргән вә аңлиғанлири болса, у булар тоғрилиқ гувалиқ бериду; бирақ һеч ким униң гувалиқини қобул қилмайду.
33Һалбуки, кимки униң гувалиқини қобул қилған болса, Худаниң һәқ екәнлигигиму мөһүрини басқан болиду .   
34Чүнки Худа әвәткини Худаниң сөзлирини сөзләйду; чүнки Худа Роһни униңға өлчәм билән кәмләп бәрмәс.   
35Ата Оғулни сөйиду вә һәммә ишларни униң қолиға тапшурғандур.   
36Оғулға етиқат қилғучи мәңгүлүк һаятқа егидур. Лекин Оғулға итаәт қилмиғучи һаятни һеч көрмәйду, бәлки Худаниң ғәзиви шундақларниң үстидә туриду.

Read Юһанна 3Юһанна 3
Compare Юһанна 3:1-36Юһанна 3:1-36