Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Юһанна - Юһанна 21

Юһанна 21:5-15

Help us?
Click on verse(s) to share them!
5Шуңа Әйса: — Балилар, силәрдә йегидәк бир нәрсә йоққу? — дәп сориди. — Йоқ, — дәп җавап бәрди улар.
6Әйса уларға — Торни кеминиң оң тәрипигә ташлаңлар, шундақ қилсаңлар тутисиләр, — деди. Шуниң билән улар торни шу яққа ташлап, шундақ көп белиқ туттики, һәтта торни тартип чиқиралмай қалди.  
7Әйса сөйгән мухлис Петрусқа: — Бу Рәбқу! — деди. Симон Петрус униң Әйса екәнлигини аңлап, тонини өзигә йөгәп (чүнки белиниң асти ялаңач еди) өзини деңизға ташлиди.
8Қирғақтин анчә жирақ әмәс болуп, тәхминән икки йүз гәз жирақлиқта болғачқа, қалған мухлислар белиқ билән толған торни тартип кичик кемиси билән қирғаққа кәлди.
9Улар қирғаққа чиққанда, шахардин йеқилған, үстидә белиқ қоюқлуқ гүлханни вә нанни көрди.
10Әйса: — Әнди тутқан белиғиңлардин әкелиңлар, — деди.
11Симон Петрус кемигә чиқип, торни қирғаққа тартип чиқарди. Тор чоң белиқлар билән толған болуп, җәмий бир йүз әллик үч белиқ бар еди. Белиқ шунчә көп болғини билән, тор житилмиған еди.
12Әйса: — Келиңлар, нашта қилиңлар, — деди. Мухлисларниң ичидин һеч ким униңдин: — Сән ким болисән? — дәп сорашқа петиналмиди. Чүнки улар униң Рәб екәнлигини билди.
13Әйса нанни әкилип уларға бәрди һәм белиқларниму шундақ қилди.
14Мана бу Әйсаниң өлгәндин кейин тирилип, өзини мухлислириға үчинчи қетим аян қилиши еди.
15Улар нашта қилғандин кейин, Әйса Симон Петрустин: — Юнусниң оғли Симон, сән мени булардинму чоңқур сөйәмсән? — дәп сориди. — Шундақ Рәб, мениң сени сөйидиғанлиғимни сән билисән! — деди Петрус. Әйса униңға: Ундақта, қозилиримни отлитип бақ! — деди.

Read Юһанна 21Юһанна 21
Compare Юһанна 21:5-15Юһанна 21:5-15