Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Юһанна - Юһанна 21

Юһанна 21:1-12

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Бу ишлардин кейин, Әйса Тиберияс деңизиниң бойида мухлислириға йәнә бир қетим көрүнди. Униң бу қетимқи көрүнүши мундақ болди:
2Симон Петрус, «кош гезәк» дәп аталған Томас, Галилийәдики Каналиқ Натанийәл, Зәбәдийниң оғуллири вә башқа икки мухлис биллә еди.
3Симон Петрус: Мән белиқ тутқили баримән, — деди. Көпчилик: Бизму сән билән биллә баримиз, — дейишти. Улар ташқириға чиқип, кемигә олтарди, лекин шу бир кечә һеч нәрсә туталмиди.
4Таң атай дегинидә, Әйса қирғақта туратти, бирақ мухлислар униң Әйса екәнлигини билмиди.
5Шуңа Әйса: — Балилар, силәрдә йегидәк бир нәрсә йоққу? — дәп сориди. — Йоқ, — дәп җавап бәрди улар.
6Әйса уларға — Торни кеминиң оң тәрипигә ташлаңлар, шундақ қилсаңлар тутисиләр, — деди. Шуниң билән улар торни шу яққа ташлап, шундақ көп белиқ туттики, һәтта торни тартип чиқиралмай қалди.  
7Әйса сөйгән мухлис Петрусқа: — Бу Рәбқу! — деди. Симон Петрус униң Әйса екәнлигини аңлап, тонини өзигә йөгәп (чүнки белиниң асти ялаңач еди) өзини деңизға ташлиди.
8Қирғақтин анчә жирақ әмәс болуп, тәхминән икки йүз гәз жирақлиқта болғачқа, қалған мухлислар белиқ билән толған торни тартип кичик кемиси билән қирғаққа кәлди.
9Улар қирғаққа чиққанда, шахардин йеқилған, үстидә белиқ қоюқлуқ гүлханни вә нанни көрди.
10Әйса: — Әнди тутқан белиғиңлардин әкелиңлар, — деди.
11Симон Петрус кемигә чиқип, торни қирғаққа тартип чиқарди. Тор чоң белиқлар билән толған болуп, җәмий бир йүз әллик үч белиқ бар еди. Белиқ шунчә көп болғини билән, тор житилмиған еди.
12Әйса: — Келиңлар, нашта қилиңлар, — деди. Мухлисларниң ичидин һеч ким униңдин: — Сән ким болисән? — дәп сорашқа петиналмиди. Чүнки улар униң Рәб екәнлигини билди.

Read Юһанна 21Юһанна 21
Compare Юһанна 21:1-12Юһанна 21:1-12