Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Юһанна - Юһанна 20

Юһанна 20:3-22

Help us?
Click on verse(s) to share them!
3Петрус билән һелиқи мухлис ташқириға чиқип, қәбиргә қарап йол алди.
4Иккилән тәң жүгүрүп маңди, лекин һелиқи мухлис Петрустин тез жүгүрүп, қәбиргә биринчи болуп йетип барди.
5У еңишип ичигә қарап, канап кепәнләрниң у йәрдә йейиқлиқ турғанлиғини көрди, лекин ичкиригә кирмиди.
6Униңға әгишип кәлгән Симон Петрус йетип келип, қәбиргә кирди вә у йәрдә йейиқлиқ турған канап кепәнләрни,
7шундақла Әйсаниң бешиға оралған яғлиқниму көрди. Яғлиқ кепәнләр билән бир йәрдә әмәс, бәлки айрим йәрдә йөгәклик туратти.
8Андин қәбиргә авал кәлгән һелиқи мухлисму қәбиргә кирип, әһвални көрүп ишәнди
9(чүнки улар униң өлүмдин қайта тирилишиниң муқәррәрлиги һәққидә муқәддәс язмилардики бешарәтни техичә чүшәнмәйтти).   
10Шуниң билән иккилән өз туралғулириға қайтишти.
11Амма Мәрйәм болса қәбирниң сиртида туруп жиғлавататти. У жиғлап туруп қәбирниң ичигә еңишип қаривиди,
12мана ақ кийим кийгән икки пәриштә туратти; уларниң бири Әйсаниң җәсити қоюлған йәрниң баш тәрипидә, йәнә бири аяқ тәрипидә олтиратти.
13Улар Мәрйәмдин: — Ханим, немишкә жиғлайсән? — дәп сориди. — Рәббимни елип кетипту, уни нәгә қойғанлиғини биләлмәйватимән, — деди у уларға.
14У шу сөзләрни қилипла, кәйнигә бурулувиди, Әйсаниң шу йәрдә турғанлиғини көрди. Лекин у униң Әйса екәнлигини билмиди.
15Әйса униңдин — Ханим, немишкә жиғлайсән, кимни издәйсән? — дәп сориди. Мәрйәм уни бағвән шу, дәп ойлап: — Тәхсир, әгәр уни сиз шу йәрдин йөткивәткән болсиңиз, қәйәргә қойғанлиғиңизни ейтип бәргәйсиз. Мән уни елип кетимән, — деди.
16Мәрйәм! — деди Әйса униңға. Мәрйәм бурулупла, ибраний тилида: — Раббони! — деди (бу сөз «устаз» дегән мәнидә).
17Әйса униңға: — Маңа есилмиғин! Чүнки мән техи атамниң йениға чиқмидим. Берип қериндашлиримға: Мени «Силәрниңму Атаңларниң, йәни мениң Атамниң, силәрниң Худайиңларниң, йәни мениң Худайимниң йениға чиқимән!» дәйду, — дәп йәткүзгин, деди.  
18Шуниң билән Магдаллиқ Мәрйәм мухлисларниң йениға берип, уларға: «Рәбни көрдүм!» деди вә шундақла Әйса өзигә ейтқан у сөзләрни уларға йәткүзди.
19Шу күни кәчтә, йәни һәптиниң биринчи күни кәчтә, Йәһудийлардин қорққанлиғи үчүн мухлислар жиғилған өйдә ишиклирини һим тақивалған еди; шу вақитта, Әйса келип уларниң оттурисида көрүнүп, өрә турған һалда уларға: — Силәргә аман-хатирҗәмлик болғай! — деди.   
20Буни дәп, қоллирини вә биқинини уларға көрсәтти. Шуниң билән мухлислар Рәбни көргинидин шатланди.
21Шуңа Әйса уларға йәнә: — Силәргә аман-хатирҗәмлик болғай! Ата мени әвәткинидәк, мәнму силәрни әвәтимән, — деди.
22Бу сөзни ейтқандин кейин, у уларниң үстигә бир пүвләп: — Муқәддәс Роһни қобул қилиңлар.

Read Юһанна 20Юһанна 20
Compare Юһанна 20:3-22Юһанна 20:3-22