19Шу күни кәчтә, йәни һәптиниң биринчи күни кәчтә, Йәһудийлардин қорққанлиғи үчүн мухлислар жиғилған өйдә ишиклирини һим тақивалған еди; шу вақитта, Әйса келип уларниң оттурисида көрүнүп, өрә турған һалда уларға: — Силәргә аман-хатирҗәмлик болғай! — деди.
20Буни дәп, қоллирини вә биқинини уларға көрсәтти. Шуниң билән мухлислар Рәбни көргинидин шатланди.
21Шуңа Әйса уларға йәнә: — Силәргә аман-хатирҗәмлик болғай! Ата мени әвәткинидәк, мәнму силәрни әвәтимән, — деди.
22Бу сөзни ейтқандин кейин, у уларниң үстигә бир пүвләп: — Муқәддәс Роһни қобул қилиңлар.
23Кимниң гуналирини кәчүрсәңлар, униң гунайи кәчүрүм қилиниду; кимниң гуналирини тутувалсаңлар, шуниң гунайи тутувелиниду! — деди.
24Амма он иккиләнниң бири, йәни «кош гезәк» дәп аталған Томас Әйса кәлгәндә уларниң йенида әмәс еди.
25Шуңа башқа мухлислар униңға: — Биз Рәбни көрдуқ! — дейишти. Лекин Томас уларға: — Униң қоллирида миқларниң изини көрмигичә, миқларниң изиға өз бармиғимни вә биқиниға өз қолумни тиқип бақмиғичә, һәргиз ишәнмәймән, — деди.
26Сәккиз күндин кейин, мухлислар йәнә шу өй ичидә җәм болғанда, Томасму улар билән биллә еди. Ишикләр тақақлиқ турсиму, Әйса келип уларниң арисида туруп: — Силәргә аман-хатирҗәмлик болғай! — деди.