5Буниң билән Әйса бешиға тикәнлик таҗ вә учисиға сөсүн тон кийгүзүлгән һалда ташқириға елип чиқилди. Пилатус уларға: — Қараңлар, у адәмгә! — деди.
6Баш каһинлар вә қаравуллар уни көрүп: — Уни крестләң, крестләң! — дәп вақирашти. Пилатус уларға: — Уни елип берип өзүңлар крестләңлар! Чүнки мән униңдин һеч қандақ җинайәт тапалмидим! — деди.
7Йәһудийлар униңға җавапән: — Биздә шундақ бир қанун бар. Шу қанунимизға асасән у өлүмгә мәһкүм қилиниши керәк, чүнки у өзини Худаниң Оғли дәп ативалди.
8Пилатус бу сөзни аңлап техиму қорқуп,
9йәнә ордисиға кирип, Әйсадин: — Сән зади қәйәрдин кәлгән? — дәп сориди. Лекин Әйса униңға җавап бәрмиди.
10Шуңа Пилатус униңға: — Сән маңа гәп қилмамсән? Сени қоюп беришкә һоқуқум барлиғини, шундақла крестләшкиму һоқуқум барлиғини билмәмсән? — деди.