11Әйса җавапән: — Саңа әрштин берилмигән болса, мениң үстүмдин һеч қандақ һоқуқуң болмиған болатти. Шуниң үчүн мени саңа тапшуруп бәргән адәмниң гунайи техиму еғирдур, — деди.
12Шу чағдин тартип, Пилатус уни қоюветишкә амал издәйтти. Лекин Йәһудийлар вақиришип: — Бу адәмни қоювәтсиңиз, сиз Қәйсәрниң дости болмиған болисиз! Өзини падишаһ дегән һәр бир киши Қәйсәргә қарши чиққан болиду! — дәп чуқан селишти.
13Пилатус бу сөзләрни аңлап, Әйсани ташқириға чиқарди вә «таш тахтайлиқ һойла» дәп аталған, ибраний тилида «Габбата» дәп аталған йәрдә «сорақ тәхти»гә олтарди
14(у вақит өтүп кетиш һейтиниң тәйярлиқ күниниң алтинчи саити әтрапида еди). Пилатус Йәһудийларға: Мана бу силәрниң падишаһиңлардур! — деди.