Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Юһанна - Юһанна 12

Юһанна 12:11-17

Help us?
Click on verse(s) to share them!
11Чүнки униң сәвәвидин нурғун Йәһудийлар өзлиридин чекинип Әйсаға етиқат қиливататти.
12Әтиси, «өтүп кетиш һейти»ни өткүзүшкә кәлгән зор бир топ халайиқ Әйсаниң Йерусалимға келиватқанлиғини аңлап,
13қоллириға хорма шахлирини тутушқан һалда уни қарши алғили чиқишти вә: «Тәшәккүр-һосанна! Пәрвәрдигарниң намида кәлгүчи, Исраилниң падишаһиға мубарәк болғай!» дәп вақирашти.  
14Әйса бир тәхәйни тепип, униңға минди; худди муқәддәс язмиларда мундақ пүтүлгәндәк: —
15«Қорқма, и Зион қизи! Мана, Падишаһиң ешәк тәхийигә минип келиватиду!».  
16Әйни чағда униң мухлислири бу ишларни чүшәнмәйтти, лекин Әйса шан-шәрәптә улуқланғандин кейин, бу сөзләрниң униң тоғрилиқ пүтүлгәнлигини, шундақла бу ишларниң дәрвәқә униңда шундақ йүз бәргәнлигини есигә кәлтүрди.
17Әнди у Лазарусни қәбирдин чақирип тирилдүргән чағда униң билән биллә болған халайиқ болса, бу ишқа гувалиқ беривататти.

Read Юһанна 12Юһанна 12
Compare Юһанна 12:11-17Юһанна 12:11-17