Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Юһанна - Юһанна 11

Юһанна 11:25-48

Help us?
Click on verse(s) to share them!
25Әйса униңға: — Тирилиш вә һаятлиқ мән өзүмдурмән; маңа етиқат қилғучи киши өлсиму, һаят болиду;
26вә һаят туруп, маңа етиқат қилғучи әбәдил-әбәт өлмәс; буниңға ишинәмсән?
27У униңға: — Ишинимән, и Рәб; сениң дунияға келиши муқәррәр болған Мәсиһ, Худаниң Оғли екәнлигиңгә ишинимән.
28Буни дәп болуп, у берип сиңлиси Мәрйәмни астиғина чақирип: — Устаз кәлди, сени чақириватиду, — деди.
29Мәрйәм буни аңлап, дәрһал орнидин туруп, униң алдиға барди
30(шу пәйттә Әйса техи йезиға кирмигән болуп, Марта униң алдиға меңип, учришип қалған йәрдә еди).
31Әнди Мәрйәмгә тәсәлли бериватқан, өйдә униң билән олтарған Йәһудийлар униң алдирап қопуп сиртқа чиқип кәткинини көрүп, уни қәбиргә берип шу йәрдә жиға-зерә қилғили кәтти, дәп ойлап, униң кәйнидин меңишти.
32Мәрйәм әнди Әйса бар йәргә барғанда уни көрүп, айиғиға өзини етип: — И Рәб, бу йәрдә болған болсаң, иним өлмигән болатти! — деди.
33Әйса Мәрйәмниң жиға-зерә қилғинини, шундақла униң билән биллә кәлгән Йәһудий хәлиқниң жиға-зерә қилишқинини көргәндә, роһида қаттиқ пиған чекип, көңли толиму беарам болди вә:
34— Уни қәйәргә қойдуңлар? — дәп сориди. — И Рәб, келип көргин, — дейишти улар.
35Әйса көз йеши қилди.   
36Йәһудий хәлқи: — Қараңлар, у уни қанчилик сөйгән! — дейишти.
37Вә улардин бәзилири: — Қариғуниң көзини ачқан бу киши кесәл адәмни өлүмдин сақлап қалалмасмиди? — дейишти.
38Әйса ичидә йәнә қаттиқ пиған чекип, қәбирниң алдиға барди. Қәбир бир ғар еди; униң кириш ағзиға чоң бир таш қоюқлуқ еди.
39Әйса: — Ташни еливетиңлар! — деди. Өлгүчиниң һәдиси Марта: — И Рәб, йәрликкә қойғили төрт күн болди, һазир у пурап кәткәнду, — деди.
40Әйса униңға: — Мән саңа: «Етиқат қилсаң, Худаниң шан-шәривини көрисән» дегән едимғу! — деди.
41Буниң билән халайиқ ташни еливәтти. Әйса көзлирини асманға тикип мундақ дуа қилди: — И Ата, тилигимни аңлиғиниң үчүн саңа тәшәккүр ейтимән.
42Тиләклиримни һемишә аңлайдиғанлиғиңни билимән; лекин шундақ болсиму, әтрапимдики мошу халайиқ сениң мени әвәткәнлигиңгә ишәнсун дәп, буни ейтиватимән!
43Бу сөзләрни қилғандин кейин, у жуқури авазда: — Лазарус, ташқириға чиқ! — дәп товлиди.
44Өлгүчи қол-путлири кепәнләнгән, еңиги теңилған һалда ташқириға чиқти. Әйса уларға: — Кепәнни йешиветип, уни азат қилиңлар! — деди.
45Мәрйәмниң йениға пәтә қилип келип, униң әмиллирини көргән Йәһудийлар ичидин нурғунлири униңға етиқат қилди.
46Лекин уларниң ичидә бәзилири Пәрисийләрниң йениға берип, Әйсаниң қилған ишлирини мәлум қилишти.
47Шуңа баш каһинлар вә Пәрисийләр Йәһудийларниң кеңәшмисини жиғип: — Қандақ қилишимиз керәк? Бу адәм нурғун мөҗизилик аламәтләрни яритиватиду.
48Униңға шундақ йол қоюп беривәрсәк, һәммә адәм униңға етиқат қилип кетиду. Шундақ болғанда, Римлиқлар келип бу бизниң җайимиз вә қовмимизни вәйран қиливетиду! — дейишти.

Read Юһанна 11Юһанна 11
Compare Юһанна 11:25-48Юһанна 11:25-48