19Маттанаһтин Наһалийәлгә, Наһалийәлдин Бамотқа,
20Бамоттин Моаб даласидики җилғиға, йәнә чөл-баяван тәрәпкә қарап турған Писгаһ теғиниң чоққисиға йетип барди.
21Исраиллар Аморийларниң падишаһи Сиһонниң алдиға әлчиләрни әвәтип:
22— Бизниң өз зиминлиридин өтүвелишимизгә иҗазәт бәргәйла; биз силиниң етизлиқлириға вә үзүмзарлиқлириға кирмәймиз, қудуқлиридин суму ичмәймиз; тәвәлиридин өтүп кәткичә «Хан йоли»дин чиқмаймиз, — деди.