Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Чөл-баявандики сәпәр - Чөл-баявандики сәпәр 18

Чөл-баявандики сәпәр 18:2-15

Help us?
Click on verse(s) to share them!
2Сән қериндашлириң болған Лавий қәбилисидикиләрни, йәни ата-бовилириңниң қәбилисидикиләрни өзүң билән бирләштүр һәм уларни хизмитиңни қилиши үчүн башлап елип кәл; бирақ сән билән оғуллириң сениң билән бирликтә һөкүм-гувалиқ чедири алдида хизмәтләрни қилсун.
3Улар сениң буйруқлириңға тәйяр туруп, шундақла чедирдики барлиқ хизмәт-вәзиписини өтәйду; пәқәт муқәддәс җайдики қача-қуча әсвапларға вә қурбангаһқа йеқинлашмисун; ундақ қилса, уларму, силәрму өлүп кетисиләр.
4Улар сениң билән бирлишип, җамаәт чедиридики вәзипини өтәп, қилидиған һәр бир ишини қилсун; пәқәтла һеч ят кишиләр силәргә йеқинлашмисун.
5Қәһр-ғәзәп йәнә Исраилларниң бешиға чүшмисун үчүн, силәр муқәддәс җайдики вәзипә билән қурбангаһдики вәзипини өтәшкә мәсул болуңлар.
6Мана, Мән Өзүм силәрниң қериндашлириңлар болған Лавийларни Исраиллар ичидин таллап чиқтим; улар җамаәт чедириниң ишлирини қилишқа Пәрвәрдигарға тәқдим қилинған болуп, силәргә соға сүпитидә ата қилинған.
7Лекин сән вә оғуллириң сениң билән бирликтә каһинлиқ вәзипәңләрдә туруп, қурбангаһтики барлиқ ишларни һәм пәрдә ичидики ишларни беҗириңлар; силәрниң вәзипәңләр шундақ болсун. Каһинлиқ вәзиписини, хизмитимдә болушуңлар үчүн силәргә соға қилип бәрдим; ят адәмләр йеқинлашса, өлтүрүветилсун.
8Пәрвәрдигар Һарунға мундақ деди: — Мән Маңа сунулған көтәрмә һәдийәләрни, йәни Исраиллар Маңа муқәддәс дәп атиған барлиқ нәрсиләрни үлүшүңлар болсун дәп, мана мәңгүлүк бәлгүлимә билән саңа вә сениң әвлатлириңға тәқдим қилдим.
9Исраиллар отта сунидиған, «әң муқәддәс» нәрсиләрдин силәргә мунулар қалдуруп берилиду: — уларниң Маңа атап сунған барлиқ нәрсилири, йәни барлиқ ашлиқ һәдийәләрдин, барлиқ гуна қурбанлиқлиридин, барлиқ итаәтсизлик қурбанлиқлиридин «әң муқәддәс» һесапланғанлири, саңа вә әвлатлириңға ата қилиниду.
10Сән шу үлүшүңни «әң муқәддәс» сүпитидә йегин, силәрдин болған һәр бир әр киши уни йесун; у саңа «әң муқәддәс» дәп билинсун.
11Мунуларму сениң болиду: — Исраилларниң соғатлири ичидин көтәрмә һәдийәләр, барлиқ пулаңлатма һәдийәләр сениң; Мән уларни саңа, шундақла оғуллириң билән қизлириңға мәңгүлүк бәлгүлимә билән тәқдим қилдим; сениң өйүңдики һәр бир пак адәм униңдин йесә болиду.
12Зәйтун мейидин әң есилини, йеңи шараптин әң есилини, шундақла ашлиқтин әң есилини, йәни Исраиллар Пәрвәрдигарға атап сунған дәсләпки пишқан мәһсулатларниң һәммисини Мән саңа тәқдим қилип бәрдим.
13Улар йәрдин елип Пәрвәрдигарға атап әкәлгән дәсләпки пишқан нәрсиләрниң һәммиси сениң болсун; өйүңдики һәр бир пак адәм униңдин йесә болиду.
14Исраилда Худаға мутләқ атилидиған һәр бир нәрсә сениң болиду.
15Улар Пәрвәрдигарға атап кәлтүридиған барлиқ җаниварларниң тунҗилири, мәйли инсан яки улақ-чарпай болсун сениң болиду; һалбуки, инсанларниң тунҗилирини болса уларни төләм төләп яндурувалсун вә напак һайванларниң тунҗилирини төләм төләп яндурувалсун.  

Read Чөл-баявандики сәпәр 18Чөл-баявандики сәпәр 18
Compare Чөл-баявандики сәпәр 18:2-15Чөл-баявандики сәпәр 18:2-15