Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Чөл-баявандики сәпәр - Чөл-баявандики сәпәр 16

Чөл-баявандики сәпәр 16:35-45

Help us?
Click on verse(s) to share them!
35Андин Пәрвәрдигарниң алдидин бир от чиқип, хушбуй сунуватқан һелиқи икки йүз әллик адәмниму жутуп кәтти.
36Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди: —
37Сән каһин Һарунниң оғли Әлиазарға буйруғин, у хушбуйданларни от арисидин теривелип, чоғлирини жирақларға чечивәтсун, чүнки у хушбуйданлар Худаға аталғандур;
38Шуңа өзиниң җениға өзи замин болған гунакарларниң хушбуйданлирини теривалғин; улар қурбангаһни қаплаш үчүн соқуп непиз түникә қилинсун, чүнки бу хушбуйданлар әслидә Пәрвәрдигарниң һозуриға сунулуп униңға аталип муқәддәс қилинған. Шундақ қилип улар кейин Исраилларға ибрәт болидиған ишарәт-бәлгү болиду.
39Шуниң билән каһин Әлиазар отта көйдүрүветилгәнләр сунған мис хушбуйданларни теривалди; улар қурбангаһни қаплитишқа непиз түникә қилип соқулди.
40Шуниң билән қурбангаһниң бу қаплимиси Һарунниң әвлатлириға ят адәмләрниң худди Кораһ билән униң гуруһидикиләргә охшаш қисмәткә қалмаслиғи үчүн, Пәрвәрдигарниң һозурида хушбуй көйдүрүшкә йеқинлашмаслиғиға Исраиллар үчүн бир әсләтмә болди. Бу Пәрвәрдигарниң Мусаниң вастиси билән Әлиазарға буйруғанлиридур.
41Әтиси пүткүл Исраил җамаити Муса билән Һарунниң яман гепини қилип: — Силәр Пәрвәрдигарниң хәлқини өлтүрдүңлар, — дәп ғотулдашти.
42Вә шундақ болдики, җамаәт Муса билән Һарунға һуҗум қилишқа жиғиливатқанда, җамаәт бурулуп җамаәт чедириға қаривиди, вә мана, булут чедирни қапливалди һәм Пәрвәрдигарниң җуласи аян болди.
43Шуниң билән Муса билән Һарун җамаәт чедириниң алдиға берип турди.
44Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип: —
45Мән көзни жумуп ачқичә уларни йоқитип ташлишим үчүн иккиңлар бу җамаәттин чиқип нери кетиңлар, — дәп буйрувиди, иккилән жиқилип йәрдә дүм ятти.

Read Чөл-баявандики сәпәр 16Чөл-баявандики сәпәр 16
Compare Чөл-баявандики сәпәр 16:35-45Чөл-баявандики сәпәр 16:35-45