Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Чөл-баявандики сәпәр - Чөл-баявандики сәпәр 15

Чөл-баявандики сәпәр 15:9-20

Help us?
Click on verse(s) to share them!
9ундақта топаққа ашлиқ һәдийә сүпитидә йерим һин зәйтун мейи иләштүрүлгән есил ундин әфаһниң ондин үчини,
10шарап һәдийә сүпитидә йерим һин шарапни қошуп сунғин; булар Пәрвәрдигарға атилип отта сунулуп, хушбуй чиқарсун дәп кәлтүрүлсун.
11Һәр бир сунулған топақ, қочқар, қоза яки оғлаққа нисбәтән мушундақ қилинсун.
12Силәр сунидиғиниңларниң сани бойичә, һәр хил қурбанлиқниң саниға қарап шундақ қилисиләр.
13Шу зиминда туғулғанларниң һәммиси Пәрвәрдигарға хушбуй чиқарсун дәп, отта сунулидиған қурбанлиқ қилмақчи болса әнә шундақ қилсун.
14Шуниңдәк силәр билән биллә туруватқан мусапир яки әвлатму-әвлат силәр билән биллә туруватқанлар болса, хушбуй чиқарсун дәп отта сунулидиған қурбанлиқ қилмақчи болса, силәр қандақ қилған болсаңлар, уларму шундақ қилсун.
15Пүткүл җамаәткә, мәйли силәр болуңлар яки силәр билән биллә туруватқан мусапир болсун, һәммиңлар үчүн охшаш бир бәлгүлимә болиду; силәр үчүн дәвирму-дәвир әбәдий бир бәлгүлимә болиду; Пәрвәрдигар алдида силәр қандақ болсаңлар, мусапирларму шундақтур.
16Силәргиму, араңларда туруватқан мусапирларғиму охшаш бир қанун-бәлгүлимә, охшаш бир һөкүм болсун.
17Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
18Сән Исраилларға сөз қилип уларға мундақ дегин: — «Силәр Мән силәрни әкиридиған зиминға йетип барғанда,
19шу йәрдин чиққан ашлиқни йәйдиған чеғиңларда, Пәрвәрдигарға бир «көтәрмә һәдийә» тәқдим қилиңлар.
20Силәр һәр бир йеңи хемирдин пишқан нанлардин бирини «көтәрмә һәдийә» қилип тәқдим қилиңлар; силәр уни тәқдим қилғанда худди хаманниң «көтәрмә һәдийә»сигә охшаш болсун.

Read Чөл-баявандики сәпәр 15Чөл-баявандики сәпәр 15
Compare Чөл-баявандики сәпәр 15:9-20Чөл-баявандики сәпәр 15:9-20