Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Чөл-баявандики сәпәр - Чөл-баявандики сәпәр 14

Чөл-баявандики сәпәр 14:23-33

Help us?
Click on verse(s) to share them!
23Мән қәсәм ичип уларниң ата-бовилириға мирас қилип беримән дегән у зиминни һәргиз көрәлмәйду; Мени мәнситмигәнләрдин бириму у жутни көрәлмәйду.
24Лекин өзидә башқичә бир роһниң болғини, пүтүн қәлби билән Маңа әгәшкини үчүн қулум Каләбни у киргән йәргә башлап киримән; униң әвлатлириму у йәргә мирасхор болиду.
25(шу чағда Амаләкләр билән Ⱪананийлар тағлиқ җилғиларда турувататти) — Әтә силәр йолуңлардин бурулуп, Қизил Деңизға баридиған йол билән меңип чөлгә сәпәр қилиңлар» — деди.
26Пәрвәрдигар Муса билән Һарунға сөз қилип мундақ деди:
27— Мән Мениң яман гепимни қилип ғотулдишидиған бу рәзил җамаәткә қачанғичә чидишим керәк? Исраилларниң Мениң яман гепимни қилғанлири, шу тохтавсиз ғотулдашлириниң һәммисини аңлидим.
28Сән уларға: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мән һаятим билән қәсәм қилимәнки, хәп, Мән силәргә қулиқимға киргән сөзлириңлар бойичә муамилә қилмайдиған болсам!
29Силәрниң өлүгүңлар мошу чөлдә ятиду; силәрниң ичиңларда санақтин өткүзүлгәнләр, йәни йеши жигирмидин ашқан, Мениң яман гепимни қилип ғотулдиғанларниң һәммиси пүтүн сани бойичә
30Силәргә қол көтирип қәсәм қилип, туралғуңлар қилип беримән дегән зиминға һеч кирәлмәйду; пәқәт Йәфуннәһниң оғли Каләб билән Нунниң оғли Йәшуала кириду.
31Силәрниң кичик балилириңлар, йәни «Булинип, дүшмәнниң олҗиси болуп қалиду» дейилгәнләрни Мән башлап киримән, улар силәр кәмситкән у зиминдин бәһримән болиду.
32Бирақ силәр болсаңлар, силәр жиқилип, өлүгүңлар бу чөлдә қалиду.
33Силәрниң балилириңлар бузуқлуқ-вапасизлиғиңларниң әлимини тартип, өлүгүңлар чөлдә йоқалғичә, бу чөлдә қириқ жил сәргәрдан болуп жүриду.

Read Чөл-баявандики сәпәр 14Чөл-баявандики сәпәр 14
Compare Чөл-баявандики сәпәр 14:23-33Чөл-баявандики сәпәр 14:23-33