Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Чөл-баявандики сәпәр - Чөл-баявандики сәпәр 13

Чөл-баявандики сәпәр 13:1-15

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Андин кейин хәлиқ Һазироттин йолға чиқип, Паран чөлидә баргаһ қурди.
2Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип: —
3Мән Исраилларға мирас қилип бәргән Қанаан зиминини чарлап келишкә адәмләрни әвәткин; һәр бир ата җәмәткә тәвә қәбилидин бирдин адәм чиқирилсун, улар өз қәбилисидики әмир болсун, — деди.
4Муса Пәрвәрдигарниң әмри бойичә, уларни Паран чөлидин йолға салди; уларниң һәммиси Исраилларниң башлири еди.
5Төвәндикиләр уларниң исимлири: — Рубән қәбилисидин Заккурниң оғли Шаммуя,
6Шимеон қәбилисидин Хориниң оғли Шафат,
7Йәһуда қәбилисидин Йәфуннәһниң оғли Каләб,
8Иссакар қәбилисидин Йүсүпниң оғли Игал,
9Әфраим қәбилисидин Нунниң оғли Һошия,
10Бинямин қәбилисидин Рафуниң оғли Палти,
11Зәбулун қәбилисидин Содиниң оғли Гаддийәл,
12Йүсүп қәбилисидин, йәни Манассәһ қәбилисидин Сусиниң оғли Гадди,
13Дан қәбилисидин Гималлиниң оғли Аммийәл,
14Ашир қәбилисидин Микаилниң оғли Сәтур,
15Нафтали қәбилисидин Вофсиниң оғли Наһби,

Read Чөл-баявандики сәпәр 13Чөл-баявандики сәпәр 13
Compare Чөл-баявандики сәпәр 13:1-15Чөл-баявандики сәпәр 13:1-15