Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Росулларниң паалийәтлири - Росулларниң паалийәтлири 9

Росулларниң паалийәтлири 9:9-18

Help us?
Click on verse(s) to share them!
9У үч күнгичә көзи көрмәс болуп нә йемиди нә ичмиди.
10Дәмәшиқтә Ананияс исимлиқ мәлум бир мухлис бар еди. Рәб униңға бир ғайипанә көрүнүштә көрүнүп уни: — Ананияс! — дәп чақирди. — Мана мән, и Рәб, — дәп җавап бәрди у.
11Рәб униңға: — Сән дәрһал «Түз» дәп аталған кочиға берип, Йәһуданиң өйидин Тарсуслуқ Саул исимлиқ бирини сорап тап; чүнки мана, у дуа-тилавәт қиливатиду.
12У дуа қиливатқинида, ғайипанә көрүнүштә Ананияс исимлиқ бир кишиниң келип, көзини көридиған қилиш үчүн үстигә қолини тәккүзгәнлигини көрди, — деди.
13Ананияс: — И Рәб, мән бу адәмниң хәвирини нурғун кишиләрдин аңлидим, у Йерусалимдики муқәддәс бәндилириңгә шунчә көп зиян-зәхмәт йәткүзгән!   
14Һазир у мошу йәрдә намиңға нида қилғанларниң һәммисини тутуп бағлаш үчүн баш каһинлардин һоқуқ апту — деди.
15Лекин Рәб униңға: — Баривәр! Чүнки у намимни әлләрниң вә уларниң падишаһлириниң һәм Исраилларниң алдида аян қилиш үчүн өзүмгә алаһидә таллиған бир әсваптур.   
16Чүнки мән униңға намим үчүн қанчилик азап-оқубәтләрни тартишиниң муқәррәр екәнлигини аян қилимән, — деди.
17Буниң билән Ананияс берип, шу өйгә кирди; у қоллирини Саулниң үстигә тәккүзүп униңға: — Қериндаш Саул, Рәб, йәни бу йәргә келиватқан йолуңда саңа көрүнгән Әйса, көзлириңни көрәләйдиған болсун дәп вә сениң Муқәддәс Роһқа толдурулушуң үчүн мени шәхсән өзи әвәтти, — девиди,
18Саулниң көзлиридин худди белиқ қасириғидәк болған бир нәрсиләр чүшүп, көзлири ечилип көрәләйдиған болди. У орнидин туруп, чөмүлдүрүшни қобул қилди.

Read Росулларниң паалийәтлири 9Росулларниң паалийәтлири 9
Compare Росулларниң паалийәтлири 9:9-18Росулларниң паалийәтлири 9:9-18