Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Росулларниң паалийәтлири - Росулларниң паалийәтлири 8

Росулларниң паалийәтлири 8:16-27

Help us?
Click on verse(s) to share them!
16Чүнки Муқәддәс Роһ техи уларниң һеч қайсисиға чүшмигән еди; улар пәқәт Рәб Әйсаниң нами билән чөмүлдүрүлгән еди.
17Петрус билән Юһанна уларниң үстигә қолини тәккүзүши билән, Муқәддәс Роһ уларға ата қилинди.   
18Лекин Симон Муқәддәс Роһниң расулларниң қолини тәккүзүп қоюши билән ата қилинғанлиғини көрүп, уларға пул тәңләп:
19— Бу күч-қудрәттин маңиму бериңларки, мәнму һәр кимниң үстигә қоллиримни тәккүзсәм, униңға Муқәддәс Роһ ата қилинсун, — деди.
20Лекин Петрус униңға мундақ җавап бәрди: — Худаниң бу илтипатини пулға сетивалғили болиду, дәп ойлиғиниң үчүн, пулуң сән билән тәң һалакәткә барсун!
21Сениң бу ишта һеч һәссәң яки несивәң йоқтур! Чүнки сениң нийитиң Худа алдида дурус әмәс!
22Шуңа, бу рәзиллигиңдин товва қилип, Рәбтин, мүмкин болса көңлүмдики бу нийитим кәчүрүм қилинғай, дәп өтүн!
23Чүнки сениң аччиқ һәсәткә толуп, һәққанийсизлиқниң асаритида екәнлигиң маңа мәлум.
24Симон уларға: — Мән үчүн Рәбдин өтүнүңларки, силәр ейтқан ишлардин һеч бири бешимға кәлмигәй! — деди.
25Петрус билән Юһанна йәнә шу йәрдә агаһ-гувалиқ берип Рәбниң сөз-каламини йәткүзгәндин кейин, Самарийәниң нурғун йеза-кәнтлиригә берип хуш хәвәр йәткүзгәч, Йерусалимға қайтип кәтти.
26Шу вақитта, Худаниң бир пәриштиси Филипқа: — Орнуңдин туруп җәнупқа қарап Йерусалимдин Газа шәһиригә маңидиған йол билән маң! — деди (шу йол чөлдики йолдур).
27Шуңа Филип орнидин туруп йолға чиқти. Вә мана, йолда Ефиопийә аял падишаһи Кандасниң бир әмәлдари, пүткүл ғәзнигә мәсул Ефиопийәлик ағват вәзир туратти. У Йерусалимға Худаға ибадәт қилғили барған еди; һазир қайтиш йолида өзиниң җәң һарвусида олтирип, Йәшая пәйғәмбәрниң язмисини оқувататти.

Read Росулларниң паалийәтлири 8Росулларниң паалийәтлири 8
Compare Росулларниң паалийәтлири 8:16-27Росулларниң паалийәтлири 8:16-27