Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Росулларниң паалийәтлири - Росулларниң паалийәтлири 8

Росулларниң паалийәтлири 8:1-5

Help us?
Click on verse(s) to share them!
1Истипанниң өлтүрүлүшини Саулму қоллайтти. Шу күндин башлап, Йерусалимдики җамаәткә қаритилған дәһшәтлик зиянкәшлик қозғалди. Расуллардин башқа барлиқ җамаәттикиләр Йәһудийә вә Самарийәниң һәр қайси жутлириға тарқилип кетишти.
2Бәзи ихласмән кишиләр Истипанни дәпнә қилип, униңға қаттиқ жиға-зерәларни көтиришти.
3Лекин Саул җамаәткә вәйранчилиқ селип, өймуөй ахтуруп, әр-аялға қаримай уларни сөрәп чиқип зинданға ташлиди.
4Әнди тарқилип кәткәнләр тарқалған жутларда кезип сөз-каламниң хуш хәвирини җакалиди.
5Уларниң ичидин Филип болса Самарийәниң мәлум бир шәһиригә берип, йәрлик кишиләргә Мәсиһни җакалиди.

Read Росулларниң паалийәтлири 8Росулларниң паалийәтлири 8
Compare Росулларниң паалийәтлири 8:1-5Росулларниң паалийәтлири 8:1-5