Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Росулларниң паалийәтлири - Росулларниң паалийәтлири 5

Росулларниң паалийәтлири 5:3-38

Help us?
Click on verse(s) to share them!
3Бирақ Петрус униңға: — Ананияс, немишкә қәлбиңни Шәйтанниң илкигә тапшуруп, Муқәддәс Роһқа ялған ейтип, йәр сатқан пулниң бир қисмини өзүңгә қалдурдуң?
4Йәр сетилмиғанда, сениңки әмәсмиди? Сетилғандин кейин, пулму өз ихтияриңда болмамти? Шундақ туруқлуқ, немишкә қәлбиңдә бу ишни нийәт қилдиң? Сән инсанларға әмәс, бәлки Худаға ялған ейттиң! — деди.
5Ананияс бу сөзләрни аңлиған һаман жиқилип җан үзди. Бу ишни аңлиғучиларни қаттиқ қорқунуч басти.
6Әнди яш жигитләр орнидин туруп җәсәтни кепәнләп, сиртқа апирип дәпнә қилди.
7Тәхминән үч сааттин кейин, Ананиясниң аяли кирип кәлди; бирақ у болған вақиәдин хәвәрсиз еди.
8Петрус униңдин: — Маңа ейтқин, силәр йәрни мошу пулға саттиңларму? — дәп сориди. — Шундақ, мушунчилик пулға саттуқ, — дәп җавап бәрди у.
9Петрус: — Силәр немә үчүн Муқәддәс Роһни синашқа тил бириктүрдүңлар? Қара, ериңни дәпнә қилип кәлгәнләрниң путлири ишик түвидә туриду, улар сениму әкетиду! — деди.
10Уму шуан униң аяқлири алдиға жиқилип, җан бәрди. Һелиқи яш жигитләр кирип, униң өлгәнлигини көрди; улар униму елип берип ериниң йениға дәпнә қилди.
11Пүтүн җамаәтни, шундақла бу ишни аңлиғанларниң һәр бирини қаттиқ қорқунуч басти.
12Расулларниң қоли арқилиқ хәлиқ ичидә нурғун мөҗизилик аламәтләр вә карамәтләр көрситилди. (Барлиқ етиқатчилар бир нийәттә болуп ибадәтханидики «Сулайман пешайвини»да дайим җәм болатти.
13Бирақ башқа кишиләр уларға қошулушқа җүръәт қилалмайтти; амма халайиқ уларни интайин һөрмәтләйтти.
14Шундақтиму, етиқат қилғучилар барғансери көпийип, һәм әрләр һәм аяллар топ-топ болуп Рәбгә қошулғили турди).
15Шуниң билән кишиләр һәтта Петрус өтүп кетиватқанда һечболмиғанда униң сайиси болсиму үстигә чүшсун дәп, кесәлләрни кочиларға елип чиқип көрпә вә зәмбилләргә ятқузуп қоятти.
16Йәнә топ-топ кишиләр Йерусалим әтрапидики шәһәр-йезилардин кесәлләрни вә напак роһлар чаплишивалған кишиләрни елип келәтти. Уларниң һәммиси сақийип қайтишатти.
17Баш каһин вә униң тәрәпдарлири, йәни Садуқий мәзһәпидикиләр қозғилип бу ишларға ғәзәплинип,
18расулларни тутқун қилип, қамақханиға қамиди.
19Лекин шу кечә, Рәбниң бир пәриштиси қамақханиниң дәрвазилирини ечип, расулларни елип чиқип, уларға:
20— Силәр ибадәтхана һойлисиға кирип, халайиққа бу һаятлиқ тоғрисидики һәммә сөзләрни җакалаңлар — дәп тапилиди.
21Расуллар бу сөзни аңлап, таң атқанда ибадәтхана һойлисиға кирип, кишиләргә тәлим беришкә башлиди. Баш каһин вә униң тәрәпдарлири кәлгәндә, алий кеңәшмидикиләр вә Исраилларниң барлиқ ақсақаллирини җәм болушқа чақирди. Андин расулларни елип кәлсун дәп қамақханиға адәм әвәтти.
22Лекин сипаһлар зинданға йетип барғанда, расулларниң у йәрдә йоқлуғини байқап қайтип берип, кеңәшмидикиләргә:
23— Биз барсақ, зиндан мәһкәм тақақлиқ турупту, қаравулларму дәрвазилирида күзәттә турупту. Лекин дәрвазиларни ечип қарисақ, ичидә бирму адәм йоқ! — дәп мәлумат бәрди.
24Бу хәвәрни аңлиған ибадәтханидики мәсул каһин һәм қаравулларниң башлиғи вә баш каһинлар: — «Әнди бу иш зади қандақ болуп кетәр?» дейишип алақзадиликкә чөмди.
25Дәл шу чағда, бир киши кирип: — Қараңлар, силәр зинданға қамиған адәмләр ибадәтхана һойлисида туруп халайиққа тәлим бериватидиғу! — дәп хәвәр қилди.
26Буниң билән, һелиқи қаравуллар башлиғи сипаһлирини башлап берип, расулларни елип кәлди. Бирақ улар халайиқ бизни чалма-кесәк қилиши мүмкин дәп қорқуп, уларға зорлуқ ишләтмиди.
27Улар расулларни елип кәлгәндин кейин, уларни кеңәшмидикиләр алдида турғузди. Баш каһин уларни сорақ қилип:
28— Биз әсли силәрни бу намда кишиләргә тәлим бәрмәңлар, дәп қаттиқ агаһландурған едуқ. Лекин мана, силәр йәнә шу тәлимиңлар билән пүткүл Йерусалимни қаплидиңлар һәмдә бу кишиниң қан қәрзини бизгә артмақчи болуватисиләр! — деди.  
29Лекин Петрус вә башқа расуллар җавап берип мундақ деди: — Инсанға әмәс, Худаға итаәт қилиш керәк!
30Силәр тутуп яғачқа есип өлтүргән Әйсани, ата-бовимизниң Худаси тирилдүрди.   
31Худа Исраил хәлқини товва қилишқа вә гуналириниң кәчүрүлишикә муйәссәр қилиш үчүн, уни улуқлап Йетәкчи һәм Қутқузғучи сүпитидә Өзиниң оң йениға көтирип олтарғузди.
32Биз бу ишларға гувачилармиз; шундақла Худа Өзигә итаәт қилғучиларға ата қилған Муқәддәс Роһму бу ишларға гувачидур.
33Улар бу сөзләрни аңлап қәлбигә санҗилғандәк болуп расулларни өлтүрүшкә мәслиһәтләшти.
34Лекин кеңәшмә ичидә пүтүн хәлиқниң һөрмитигә сазавәр болған Пәрисий мәзһипидики Гамалийәл исимлиқ бир Тәврат өлимаси бар еди. У орнидин туруп: — Уларни бирдәм сиртқа чиқирип туруңлар, — дәп буйруди.
35Андин у кеңәшмидикиләргә мундақ деди: — Әй Исраиллар, силәр бу кишиләрни бир тәрәп қилишта өзүңларға еһтият қилиңлар!
36Илгири, һелиқи Тәвдас исимлиқ өзини чоң тутуп оттуриға чиққан еди. Униңға тәхминән төрт йүз адәм қошулди. Бирақ у өзи өлтүрүлди вә барлиқ әгәшкүчилири тарқилип кетип, униң  иши йоққа чиқти.   
37Андин кейин нопус тизимлаш күнлиридә, Галилийәлик Йәһудаму баш көтирип чиқип, бир топ кишини топлап өзигә әгәштүргән. Уму йоқитилип, барлиқ әгәшкүчилириму тарқитиветилгән.
38Әнди силәргә нәсиһитим шуки: Бу кишиләр билән кариңлар болмисун! Уларни ихтияриға қоюп бериңлар. Чүнки әгәр бу еқим яки бу иш пәқәт инсандин кәлгән болса, җәзмән йоққа чиқиду.

Read Росулларниң паалийәтлири 5Росулларниң паалийәтлири 5
Compare Росулларниң паалийәтлири 5:3-38Росулларниң паалийәтлири 5:3-38