Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Росулларниң паалийәтлири - Росулларниң паалийәтлири 4

Росулларниң паалийәтлири 4:3-12

Help us?
Click on verse(s) to share them!
3Улар уларни тутқун қилип, әтисигичә түрмигә солап қойди, чүнки кәч кирип қалған еди.
4Лекин җар қилинған сөз-каламни аңлиғанларниң көпи етиқат қилди; шуниң билән етиқат қилған әрләрниң санила бәш миңға йәтти.
5Әтиси, Йәһудийларниң кеңәшмисидики башлиқлар, ақсақаллар вә Тәврат устазлири Йерусалимда топланди.
6Уларниң арисида баш каһин Аннас, Қаяфас, Юһанна, Искәндәр вә баш каһинниң башқа җәмәтидикиләр бар еди.
7Улар Петрус билән Юһаннани арисиға турғузуп: — Силәр бу ишни қайси күч-қудрәткә тайинип яки кимниң нами билән қилдиңлар? — дәп сориди.
8Петрус Муқәддәс Роһқа толдурулған һалда уларға мундақ деди: Хәлиқниң һөкүмранлири вә Исраилниң ақсақаллири!
9Әгәр биз бүгүн бу токур адәмгә көрсәткән яхши әмәл һәм униң қандақ сақайтилғанлиғи сәвәплик сораққа тартилған болсақ,
10силәр вә пүткүл Исраил хәлқи шуни билсунки, силәр крестлигән, амма Худа өлүмдин тирилдүргән Насарәтлик Әйса Мәсиһниң нами билән, униң күч-қудрити арқилиқ бу киши мошу йәрдә алдиңларда пүтүнләй сақ-саламәт туриду!
11Бу Әйса болса, муқәддәс язмиларда пүтүлгәндәк, дәл силәр тамчилар етиварсиз дәп ташливәткән, бирақ бүҗәк теши болуп тикләнгән таштур.   
12Униңдин башқа һеч кимдә ниҗатлиқ йоқ, чүнки пүткүл асман астида инсанлар арисиға тәқдим қилинған, Әйсадин башқа бизни қутқузидиған һеч қандақ бир нам йоқтур.

Read Росулларниң паалийәтлири 4Росулларниң паалийәтлири 4
Compare Росулларниң паалийәтлири 4:3-12Росулларниң паалийәтлири 4:3-12