Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Росулларниң паалийәтлири - Росулларниң паалийәтлири 3

Росулларниң паалийәтлири 3:14-25

Help us?
Click on verse(s) to share them!
14Мана силәр Муқәддәс вә Һәққаний Болғучидин тенип, уни рәт қилип Пилатустин униң орниға бир қатилни қоюп беришни тәләп қилдиңлар.
15Шундақ қилип, һаятлиқни барлиққа Кәлтүргүчини өлтүрдүңлар! Бирақ Худа уни өлүмдин тирилдүрди, биз мана буниңға гувачидурмиз.   
16Мана униң намиға қилған етиқат арқилиқ, униң нами силәр көрүватқан вә тонуйдиған бу адәмгә дәрман киргүзди; униң арқилиқ болған етиқат у кишини көз алдиңларда сәллимаза сақ-саламәт қилди.
17Әнди қериндашлар, силәрниң вә шуниңдәк силәрниң башлиқлириңларниңму бу ишни ғәпләттә қилғанлиғиңларни билимән.
18Лекин Худа барлиқ пәйғәмбәрләрниң ағзи билән алдин-ала җакалиғанлирини, йәни униң Мәсиһиниң азап-оқубәт тартидиғанлиғини шу йол билән әмәлгә ашурди.
19Шуниң үчүн гунайиңларниң өчүрүветилиши үчүн һазир товва қилип йоллириңлардин бурулуңлар! Шундақ қилғанда, инсанларниң җенини йеңиландуридиған пәсил-күнләр Пәрвәрдигарниң һозуридин чиқип келиду
20вә у силәр үчүн алдин тикләнгән Мәсиһ, йәни Әйсани қешиңларға қайтидин әвәтиду.
21Һазирчә болса, Худаниң дәсләптики заманлардин тартип муқәддәс пәйғәмбәрлириниң ағзи билән ейтқинидәк, һәммә мәвҗудатлар йеңилинидиған вақит кәлмигичә, әршләр уни қобул қилип, униңға макан болиду.
22Муса дәрвәқә мундақ дегән еди: — «Пәрвәрдигар Худайиңлар өз қериндашлириңлар арисидин маңа охшаш бир пәйғәмбәр турғузиду. Униң силәргә ейтқан барлиқ сөзлирини аңлап, униңға толуқ итаәт қилишиңлар керәк!
23Чүнки бу пәйғәмбәрниң сөзини аңлимайдиғанларниң һәр бири хәлиқ қатаридин үзүп ташлиниду».
24Дәрвәқә, Самуил пәйғәмбәр вә униңдин кейин келип бешарәтләрни йәткүзгән пәйғәмбәрләрниң һәммиси бу күнләр тоғрисида алдин-ала ейтқан.
25Силәр бу пәйғәмбәрләрниң пәрсәндлирисиләр вә Худа ата-боваңлар билән түзгән әһдиниң пәрсәндлиридурсиләр — бу әһдә бойичә Худа Ибраһимға: «Сениң нәслиң арқилиқ йәр йүзидики барлиқ аилә-җәмәтләргә бәхит-бәрикәт ата қилиниду» дәп вәдә бәргән.

Read Росулларниң паалийәтлири 3Росулларниң паалийәтлири 3
Compare Росулларниң паалийәтлири 3:14-25Росулларниң паалийәтлири 3:14-25