Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Росулларниң паалийәтлири - Росулларниң паалийәтлири 28

Росулларниң паалийәтлири 28:2-22

Help us?
Click on verse(s) to share them!
2Йәрлик хәлиқ бизгә интайин меһриванлиқ билән муамилә қилди; чүнки у чағда ямғур йеғип, һава соғ болғачқа, улар гүлхан йеқип бизни күтүвалди.
3Павлус бир бағлам отун терип келип отқа ташливиди, иссиқтин етилип чиққан бир зәһәрлик илан униң қолини чишлигиничә чаплишивалди.
4Шу йәрликләр Павлусниң қолиға йепишип турған иланни көрүп, бир-биригә: — Бу адәм чоқум бир қатил екән! Деңиздин қутулуп чиққан болсиму, «Адиллиқ» униң тирик қелишиға йол қоймиди, — дейишти.
5Лекин Павлус иланни отниң ичигә силкип атти, өзи болса һеч қандақ зәхим йемиди.
6Хәлиқ униңға бәдини ишшип кетиду яки у туюқсиз жиқилип өлиду дәп қарап туратти. Лекин узун вақит қарап туруп, униңда һеч қандақ бинормал һаләтниң болмиғанлиғини көрүп, ойлиғинидин йенип: — Бу бир илаһ болса керәк! — дейишти.
7У йәрниң әтрапидики жутта, арал башлиғи (Публиюс дәп аталған)ниң бир нәччә йәр-етизлири бар еди. У бизни өйигә башлап, үч күн қизғин меһман қилип күтти.
8У чағда шундақ болдики, Публиюсниң атисиниң қизитмиси өрләп, толғақ болуп йетип қалған екән. Павлус униң йениға кирип, дуа қилип үстигә қолини тәккүзүп, уни сақайтип қойди.
9Шуниңдин кейин аралдики қалған кесәлләрниң һәммиси униң алдиға келип, сақайтилди.
10Улар бизниң һөрмитимизгә нурғун соғатларни беғишлиған болуп, ахирда бу йәрдин йәнә йолға чиққан вақтимизда, бизни йолға лазимлиқ нәрсә-керәкләр билән тәминлиди.
11Малта арилида Искәндәрийәдин кәлгән, бешиға «Самавий Қош гезәк» илаһлириниң нәқишлири оюлған бир кемә қишлиған еди. Аралда үч ай турғандин кейин, бу кемә билән йолға чиқтуқ.
12Сиракоза шәһиригә келип, у йәрдә үч күн турдуқ.
13Андин айлинип меңип, Италийәдики Региюм шәһиригә кәлдуқ. Әтиси шамал йөнилиши өзгирип җәнуптин чиқиши билән, иккинчи күни Путеоли шәһиригә йетип кәлдуқ.
14У йәрдә бир нәччә қериндашларни таптуқ, уларниң өтүнүшлири билән биз уларда бир һәптә турдуқ. Шундақ қилип биз Рим шәһиригә йетип кәлдуқ.
15Келиватқанлиғимиздин хәвәр тапқан шу йәрдики қериндашлар бизни қарши елиш үчүн шәһәрдин чиқип һәтта «Апиюс базири»ғичә, бәзилири «Үч Сарай»ғичә кәлгән еди. Павлус уларни көргәндә, Худаға рәхмәт ейтип, ғәйрәтләнди.
16Рим шәһиригә киргинимиздә, йүз беши мәһбусларни орда қаравул бегигә тапшурди; лекин Павлусниң бирла күзәткүчи ләшкәр билән бир өйдә айрим турушиға рухсәт қилинди.   
17Үч күндин кейин, у у йәрдики Йәһудийларниң каттивашлирини өзи билән көрүшүшкә чақирди. Улар җәм болғанда, у мундақ деди: — Қериндашлар! Мән хәлқимизгә яки ата-бовилиримиздин қалдурулған өрп-адәтләргә қарши һеч қандақ иш қилмиған болсамму, Йерусалимда турғинимда тутқун қилинип римлиқларниң қолиға тапшурулдум.
18Римлиқлар мени сораққа тартип, мәндә өлүм җазасиға мәһкүм қилғидәк бирәр җинайәт болмиғачқа, мени қоювәтмәкчи болди.
19Лекин Йәһудийлар буниңға қаршилиқ билдүргәчкә, Қәйсәргә мураҗиәт қилишқа мәҗбур болдум. Буларни дегиним билән, бу мениң өз хәлқим үстидин шикайитим бар дегәнлигим әмәс.
20Шу сәвәптин мән силәр билән йүз көрүшүш вә бу һәқтә силәргә ейтиш үчүн силәрни бу йәргә чақирдим. Чүнки бу зәнҗир билән бағлинишниң сәвәви дәл Исраилниң күткән үмүтидур.
21Улар Павлусқа: — Биз болсақ Йәһудийәдин сән тоғрилиқ хәт алмидуқ, яки у йәрдин кәлгән қериндашларниң һеч қайсисиму сән тоғрилиқ бирәр яман хәвәр әкәлмиди яки яман гепиңни қилмиди.
22Лекин сениң пикирлириңни аңлиғумиз бар. Чүнки һәммә йәрдә кишиләрниң сән тәвә болған бу мәзһәпкә қарши сөзләватқанлиғидин хәвиримиз бар! — дейишти.

Read Росулларниң паалийәтлири 28Росулларниң паалийәтлири 28
Compare Росулларниң паалийәтлири 28:2-22Росулларниң паалийәтлири 28:2-22