Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Росулларниң паалийәтлири - Росулларниң паалийәтлири 27

Росулларниң паалийәтлири 27:19-25

Help us?
Click on verse(s) to share them!
19Үчинчи күнидә улар өз қоллири билән кемидики қурал-җабдуқлирини деңизға ташливәтти.
20Көп күнләргичә я күн я юлтузлар көрүнмәй, боран-чапқун йәнила шиддәтлик үстимизгә тохтимай соқувәргәчкә, ахирда қутулуп қелиш үмүтүмизму йоққа чиққан еди.
21Кемидикиләр бир нәрсә йемигинигә көп күнләр болғандин кейин, Павлус уларниң арисида туруп: — Бурадәрләр, силәр балдурла мениң гепимгә қулақ селип Креттин деңизға чиқмаслиғиңлар керәк еди. Шундақ қилған болсаңлар бу балаю-апәт вә зиян-зәхмәтләргә учримиған болаттиңлар.
22Лекин әнди силәрни ғәйрәтлик болушқа дәвәт қилимән. Чүнки араңларда һеч қайсиңлар җенидин айрилғини йоқ, пәқәт кемидинла мәһрум қалисиләр.
23Чүнки мән тәвә болған вә ибадәт-хизмитини қилип кәлгән Худаниң бир пәриштиси түнүгүн кечә йенимға келип
24маңа: «Павлус, қорқма! Сән Қәйсәрниң алдиға берип турушуң керәк; вә мана, Худа шапаәт қилип сән билән биллә сәпәр қилғанларниң һәммисиниң җенини тилигиниңни саңа иҗабәт қилди!» деди.
25Шуниң үчүн әй әпәндиләр, ғәйрәтлик болуңлар; чүнки Худаға ишинимәнки, маңа қандақ ейтилған болса шундақ әмәлгә ашурулиду.

Read Росулларниң паалийәтлири 27Росулларниң паалийәтлири 27
Compare Росулларниң паалийәтлири 27:19-25Росулларниң паалийәтлири 27:19-25