Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Росулларниң паалийәтлири - Росулларниң паалийәтлири 23

Росулларниң паалийәтлири 23:5-31

Help us?
Click on verse(s) to share them!
5Павлус: — И қериндашлар, мән униң баш каһин екәнлигини билмәптимән. Чүнки Тәвратта: «Хәлқиңни идарә қилғучиниң яман гепини қилма!» дейилгән, — деди.  
6Лекин Павлус уларниң бир қисминиң Садуқий, йәнә бир қисминиң Пәрисийләр екәнлигини билип, алий кеңәшмидә жуқури аваз билән: — Қериндашлар, мән болсам Пәрисийләрдин болимән вә Пәрисийләрниң пәрсәндимән. Мән өлгәнләр қайта тирилишқа бағлиған үмүт тоғрилиқ бу йәрдә сораққа тартиливатимән! — дәп вақириди.
7У бу сөзни дейиши биләнла, Пәрисийләр билән Садуқийлар арисида җедәл-ғовға қозғилип, кеңәшмидикиләр иккигә бөлүнүп кәтти
8(чүнки Садуқийлар өлгәнләрниң қайта тирилиши, яки пәриштә яки роһлар мәвҗут әмәс, дәйду. Лекин Пәрисийләр һәммисини етирап қилиду).
9Буниң билән қаттиқ бир чуқан-сүрән көтирилип, Пәрисий тәрәпдари болған бәзи Тәврат устазлири орнидин туруп: — Биз бу адәмдин һеч қандақ әйип тапалмидуқ! Бир роһ яки пәриштә униңға сөз қилған болса немә бопту! — дәп қаттиқ муназириләшти.
10Чуқан-сүрән техиму күчийип кәткәчкә, миң беши Йәһудийларниң Павлусни тартиштуруп титма-титма қиливетишидин қорқуп, қисимға залға чүшүп уни уларниң арисидин зорлуқ билән тартип чиқип, қәләгә әкирип кетишини буйруди.
11Шу күни кечиси, Рәб Павлусниң йенида туруп: — Җасарәтлик бол! Чүнки Йерусалимда Мән тоғрамдики ишларға толуқ гувалиқ бәргиниңдәк, Рим шәһиридиму шундақ гувалиқ қилишиң муқәррәр болиду! — деди.
12Әтиси әтигәндә, Йәһудийлар Павлусни өлтүрүшни қәстләп, уни өлтүрмигичә һеч нәрсә йемәймиз, ичмәймиз, дәп өзлиригә ләнити бир қәсәмни қилишти.
13Бу сүйқәст қәсимини ичкәнләр қириқ нәччә киши еди.
14Улар баш каһинлар вә ақсақалларниң алдиға берип: — Биз Павлусни өлтүрмигичә һеч нәрсә тетимаслиққа қаттиқ қәсәм ичтуқ.
15Һазир силәр вә алий кеңәшмә униң ишлирини техиму тәпсилий тәкшүрүшни банә қилип, вәкил әвитип уни кеңәшмигә елип келишни миң бешидин тәләп қилиңлар. У бу йәргә йеқин кәлмәйла уни җайливетишкә тәйяр туримиз, — деди.
16Лекин Павлусниң сиңлисиниң оғли бөктүрмидин хәвәр тепип қәләгә кирип, Павлусқа мәлум қилип қойди.
17Буниң билән Павлус йүз бешилиридин бирини чақиртип, униңға: — Бу балини миң беши билән көрүштүрүп қойсиңиз. Чүнки униңға мәлум қилидиған иши бар екән, — деди.
18Йүз беши уни елип миң бешиниң алдиға башлап кирип: — Мәһбус Павлус мени чақиртип, бу балини сиз билән көрүштүрүп қоюшумни тәләп қилди. Чүнки униң сизгә мәлум қилидиған иши бар екән, — деди.
19Миң беши уни қолидин тутуп, бир чәткә тартип: — Маңа мәлум қилидиған немә ишиң бар? — дәп сориди.
20У җавапән мундақ деди: — Йәһудийлар Павлусниң ишлирини тәпсилий тәкшүрәйли дәп сәвәп көрситип өзлиридин әтә уни алий кеңәшмигә елип беришни тәләп қилиш үчүн тил бириктүрүшти.
21Уларға қайил болмиғайла, чүнки қириқтин артуқ адәм уни пайлап туриду. Улар Павлусни өлтүрмигичә һеч нәрсә йемәймиз, ичмәймиз, дегән қарғиш қәсимигә бағлинипту. Улар һазир өзлириниң уларниң тәливигә мақул болушлирини күтүп туриду.
22Миң беши униңға: — Бу ишни маңа мәлум қилғанлиғиңни һеч кимгә тинма! — дәп тапилап, балини қайтурди.
23Миң беши йүз бешидин иккини чақиртип: — Икки йүз пиядә ләшкәр, йәтмиш атлиқ ләшкәр вә икки йүз нәйзиваз ләшкәрни бүгүн кечә саат тоққузда Қәйсәрийә шәһиригә қарап йолға чиқишқа һазирлаңлар!
24Шуниң билән биллә, Павлусни валий Феликсниң йениға сақ-саламәт йәткүзүш үчүн, униң минишигә улақларни тәйярлаңлар! — дәп буйруди.
25Миң беши Феликскә мундақ бир хәт язди: —
26«Һөрмәтлик валий Феликс җанаблириға Клавдиюс Лисиястин салам!
27Ушбу адәмни Йәһудийлар тутувалған болуп, уни өлтүрмәкчи болғанда, униң Рим пухраси екәнлигини билип йетип, қисимни башлап берип уни қутқуздум.   
28Мән уларниң бу киши үстидин қилған шикайитиниң немә екәнлигини ениқлимақчи болуп, уни Йәһудийларниң алий кеңәшмисигә елип бардим.
29Әмәлийәттә уларниң униң үстидин қилған шикайитиниң өзлириниң Тәврат қануниға даир дәталаш мәсилиләргә мунасивәтлик екәнлигини байқидим, бирақ униңдин өлүм җазаси беришкә яки зинданға ташлашқа лайиқ бирәр шикайәт қилғидәк ишни тапалмидим.
30Кейин, Йәһудийларниң уни өлтүрүветиш қәстидә жүрүватқанлиғи һәққидики ахбарат маңа мәлум қилинғанда, дәрһал уни силигә йоллаттим вә шуниң билән биллә, униңға әрз қилғучиларниң өзлириниң алдида шикайәтлирини ейтишини буйрудум. Хәйр!».
31Ләшкәрләр әнди буйруқ бойичә Павлусни кечиләп Антипатрис шәһиригә йәткүзди.

Read Росулларниң паалийәтлири 23Росулларниң паалийәтлири 23
Compare Росулларниң паалийәтлири 23:5-31Росулларниң паалийәтлири 23:5-31