Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Росулларниң паалийәтлири - Росулларниң паалийәтлири 22

Росулларниң паалийәтлири 22:12-20

Help us?
Click on verse(s) to share them!
12У йәрдә Тәврат қануниға ихлас бағлиған, Дәмәшиқтики барлиқ Йәһудийларниң һөрмитигә сазавәр болған Ананияс исимлиқ бир киши бар еди.
13У келип, йенимда туруп: «Қериндаш Саул, бешиңни көтирип қара!» деди. Мән шуан бешимни көтирип қарап уни көрдум.
14У маңа: «Ата-бовилиримизниң Худаси сени ирадисини билишиң, Һәққаний Болғучини көрүшүң вә униң ағзидин чиққан авазни аңлишиң үчүн аллиқачан таллиди.
15Чүнки сән пүтүн инсанлар алдида көргән-аңлиғанлириңға Униң гувачиси болисән!
16Шундақ екән, сән йәнә немигә һаял болисән? Орнуңдин туруп, Униң намиға нида қилип чөмүлдүрүлүп, гуналириңни юғузғин!» деди.
17Шундақ болдики, Йерусалимға қайтип кәлгинимдин кейин, ибадәтханида дуа қиливатқинимда, бир ғайипанә көрүнүш мени орувалди
18вә Рәбниң маңа: «Чапсан бол, Йерусалимдин дәрһал кәт. Чүнки улар сениң маңа қилған гувалиғиңни қобул қилмайду!» дәватқанлиғини көрдүм.
19Мән, «И Рәб, улар мениң Саңа етиқат қилғанларни зинданға солап, һәр бир синагогларға кирип уларни урғанлиғимни билиду.
20Сениң гувачиң болған Истипанниң қени төкүлгинидә, мәнму йенида туруп уни өлтүргәнләрниң қилмишлириға қошулуп, уларниң кийимлиригә қарап бәрдим!» — дедим.

Read Росулларниң паалийәтлири 22Росулларниң паалийәтлири 22
Compare Росулларниң паалийәтлири 22:12-20Росулларниң паалийәтлири 22:12-20