Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Росулларниң паалийәтлири - Росулларниң паалийәтлири 21

Росулларниң паалийәтлири 21:19-38

Help us?
Click on verse(s) to share them!
19Павлус улар билән саламлашқандин кейин, Худаниң өзиниң хизмити арқилиқ әлләр арисида қилған ишлирини бир-бирләп уларға тәпсилий ейтип бәрди.
20Буларни аңлиғанда, улар Худаға мәдһийә оқуди, андин Павлусқа: — Көрүватисән, и қериндишим, Йәһудийлар ичидә қанчә миңлиған етиқат қилғучилар бар! Уларниң һәммиси Тәврат қануниға әмәл қилишқа интайин қизғин екән.
21Улар сениң тоғраңда: «У әлләрниң арисида яшиған пүтүн Йәһудийларға Муса пәйғәмбәргә тапшурулғинидин йенишни, йәни балилирини хәтнә қилдурмаслиқни, Йәһудийларниң әнъәнилиригә риайә қилмаслиқни үгитиду» дәп аңлиди.
22Әнди қандақ қилиш керәк? Чүнки халайиқ чоқум сениң бу йәргә кәлгәнлигиңни аңлап қалиду.
23Шуңа бизниң дегинимиздәк қилғин: Аримизда қәсәм ичкән төрт адәм бар.
24Сән уларни елип, улар билән бирликтә Тәвраттики тазилиниш қаидисидин өтүп, уларниң қурбанлиқ чиқимлирини өзүң көтәргин, андин улар чачлирини чүшүрәләйду. Буниң билән, һәммәйлән сән тоғрилиқ аңлиғанлириниң һәммисиниң раст әмәслигини вә сениң өзүң Тәвратқа тәртиви бойичә риайә қиливатлиғиңни билип йетиду.
25Амма әлләрдин болған етиқатчиларға кәлсәк, биз уларға пәқәтла бутларға аталған нәрсиләрни йемәслик, қанни вә боғуп союлған һайванниң гөшиниму йейиштин вә җинсий бузуқлуқтин өзлирини сақлаш тоғрилиқ қараримизни өткәнки хәт арқилиқ уқтурдуқ.
26Буниң билән, Павлус у кишиләрни елип, әтиси өзи улар билән биллә тазилиниш қаидисини өткүзүшти; андин у ибадәтханиға кирип, каһинларға өзлириниң паклиниш муддитиниң қачан тошудиғанлиғи, йәни һәр қайсиси үчүн қурбанлиқ қилинишниң қайси күни болидиғанлиғини уқтуруп қойди.  
27Йәттә күнлүк муддәт тошушқа аз қалғанда, Асия өлкисидин кәлгән бәзи Йәһудийлар Павлусни ибадәтханида көрүп, халайиқни қутритип, униңға қол селип:
28— Әй Исраиллар, ярдәмдә болуңлар! Һәммә йәрдила, һәммә адәмгә хәлқимизгә, Тәврат қануниға вә ибадәтханиға қарши сөзләрни үгитиватқан адәм дәл шу. Униң үстигә, у йәнә Грекләрни ибадәтханимизға башлап кирип, бу муқәддәс җайни булғиди! — дәп чуқан көтәрди
29(уларниң бундақ дейишиниң сәвәви, әслидә улар шәһәрдә Әфәсуслуқ Трофимусниң Павлус билән биллә болғанлиғини көргән еди вә Павлус уни ибадәтханиға башлап киргән, дәп ойлиған еди).  
30Шуниң билән, пүтүн шәһәр зил-зилигә кәлди. Халайиқ тәрәп-тәрәптин жүгүрүп келип, Павлусни тутуп, ибадәтханидин сөрәп елип чиқти. Ибадәтханиниң дәрвазилири дәрһал тақиветилди.
31Бу топ адәм Павлусни уруп өлтүрүвәтмәкчи болуп турғанда, пүткүл Йерусалимни малиманчлиқ қаплап кәткәнлиги тоғрисидики бир хәвәр у йәрдә турушлуқ Рим қисминиң миң бешиға йәткүзүлди.
32Миң беши дәрһал ләшкәр вә бир нәччә йүз бешини елип, топ-топ адәмләрни бастурушқа жүгүрүп кәлди. Миң беши вә әскәрләрни көргән халайиқ Павлусни уруштин тохтиди.
33Миң беши алдиға өтүп, ләшкәрләрни Павлусни тутуп икки зәнҗир билән бағлашқа буйруди. Андин у: — Бу адәм ким? У немә гуна қилди? — дәп сориди.
34Лекин топилаңчиларниң ичидә бәзиләр уни десә, бәзиләр буни дейишип вақиришатти. Малиманчилиқ түпәйлидин миң беши һәқиқий әһвални ениқлашқа амалсиз қелип, ахир Павлусни қәләгә елип кетишни буйруди.
35Лекин Павлус қәләниң пәләмпийигә кәлгәндә, топилаңчилар техиму зораванлишип кәткәчкә, ләшкәрләр уни көтиришкә мәҗбур болди.
36Чүнки уларниң кәйнидин топ-топ адәмләр әгишип меңип: — У йоқитилсун! — дәп вақиришатти.
37Кәләгә әкирилишигә аз қалғанда, Павлус миң бешиға: — Сизгә бир еғиз сөз қилсам боламдикин? — дәп сориди. Миң беши: — Грекчә биләмсән?
38Ундақта, илгири исян көтирип, «хәнҗәрчи қатиллар»дин төрт миң адәмни башлап чөлгә қечип кәткән һелиқи Мисирлиқ әмәсмусән? — дәп сориди.

Read Росулларниң паалийәтлири 21Росулларниң паалийәтлири 21
Compare Росулларниң паалийәтлири 21:19-38Росулларниң паалийәтлири 21:19-38