Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Росулларниң паалийәтлири - Росулларниң паалийәтлири 21

Росулларниң паалийәтлири 21:10-23

Help us?
Click on verse(s) to share them!
10Биз у йәрдә бир нәччә күн турғандин кейин, Агабус исимлиқ бир пәйғәмбәр Йәһудийә өлкисидин чүшти.
11Бу киши бизниң алдимизға келип, Павлусниң бәлвеғини қолиға елип, өзиниң пут-қолини бағлап: — Муқәддәс Роһ мундақ дәйду: — Йәһудийлар бу бәлвағниң егисини Йерусалимда мушундақ бағлап, ят әлликләрниң қолиға тапшуриду! — деди.  
12Буларни аңлап, һәм биз һәм шу йәрлик кишиләр билән бирликтә Павлустин Йерусалимға бармиғин дәп өтүндуқ.
13Лекин Павлус җавапән: — Силәр немишкә бунчивала жиғлап, жүригимни езисиләр? Мән Йерусалимда Рәб Әйсаниң нами үчүн тутқун болушла әмәс, шу йәрдә өлүшкиму тәйярмән, — деди.
14Биз уни қайил қилалмай, ахирида сүкүт қилип: — Рәбниң ирадиси ада қилинсун! — дедуқ.
15Бу күнләрдин кейин, жүк-тақимизни жиғиштуруп, Йерусалимға чиқип бардуқ.
16Қәйсәрийәлик мухлислардин бир нәччиси биз билән сәпәрдаш болди; улар Минасон исимлиқ бир кишиниң өйидә қонимиз дәп уни биргә елип маңди; бу киши Сипруслуқ, қери мухлис еди.
17Йерусалимға йәткәндә қериндашлар бизни хошаллиқ билән қарши алди.
18Әтиси, Павлус биз билән биллә Яқупни көргили барди. Яқуп билән ақсақалларниң һәммиси у йәргә жиғилған еди.
19Павлус улар билән саламлашқандин кейин, Худаниң өзиниң хизмити арқилиқ әлләр арисида қилған ишлирини бир-бирләп уларға тәпсилий ейтип бәрди.
20Буларни аңлиғанда, улар Худаға мәдһийә оқуди, андин Павлусқа: — Көрүватисән, и қериндишим, Йәһудийлар ичидә қанчә миңлиған етиқат қилғучилар бар! Уларниң һәммиси Тәврат қануниға әмәл қилишқа интайин қизғин екән.
21Улар сениң тоғраңда: «У әлләрниң арисида яшиған пүтүн Йәһудийларға Муса пәйғәмбәргә тапшурулғинидин йенишни, йәни балилирини хәтнә қилдурмаслиқни, Йәһудийларниң әнъәнилиригә риайә қилмаслиқни үгитиду» дәп аңлиди.
22Әнди қандақ қилиш керәк? Чүнки халайиқ чоқум сениң бу йәргә кәлгәнлигиңни аңлап қалиду.
23Шуңа бизниң дегинимиздәк қилғин: Аримизда қәсәм ичкән төрт адәм бар.

Read Росулларниң паалийәтлири 21Росулларниң паалийәтлири 21
Compare Росулларниң паалийәтлири 21:10-23Росулларниң паалийәтлири 21:10-23