Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Росулларниң паалийәтлири - Росулларниң паалийәтлири 20

Росулларниң паалийәтлири 20:2-13

Help us?
Click on verse(s) to share them!
2У шу әтраптики жутларни арилап, етиқатчиларни нурғун сөз-тәлимләр билән риғбәтләндүргәндин кейин, Юнанға берип,
3у йәрдә үч ай турди. Павлус кемигә олтирип Сурийәгә маңай дәп турғанда, Йәһудийларниң уни өлтүрүш сүйқәсти билинип қелип, у Македонийә арқилиқ қуруқлуқ билән қайтип кетиш қарариға кәлди.
4Униңға һәмраһ болғанлар Бериялиқ Пиррусниң оғли Сопатер, Тесалоникалиқлардин Аристархус билән Секундус, Дәрбәлик Гаюс, Тимотий вә Асия өлкисидин Тикикус билән Трофимуслар еди.
5Улар авал Троас шәһиригә берип, бизниң йетип беришимизни күтүп турди.
6Биз болсақ «петир нан һейти» күнлиридин кейин, Филиппи шәһиридин кемигә олтирип, бәш күндин кейин Троасқа келип, улар билән учраштуқ вә у йәрдә йәттә күн турдуқ.
7Һәптиниң биринчи күни, биз нан уштушқа җәм болғанда, Павлус әтиси кәтмәкчи болғачқа, җамаәткә сөз қилишқа башлиди; сөзини түн йеримгичә узартти.
8Биз җәм болған жуқуриқи қәвәттики өйдә нурғун қара чирақлар йенип туратти.
9Әвтикус исимлиқ бир жигит деризидә олтарған еди. Павлус сөзләп хелә бир йәргә барғанда, уни үгдәк бесиватқан еди. Андин у ғәриқ уйқиға кетип, у үчинчи қәвәттин йәргә жиқилип чүшти. Көпчилик уни йәрдин көтирип қариса, у өлүп болған еди.
10Павлус пәскә чүшүп, униң үстигә етилип, қучағлап туруп: Азапланмаңлар, у тириккән! — деди.
11Қайтидин өйгә чиқип, нанни уштуп йегәндин кейин, Павлус улар билән таң атқичә узун сөзләшти вә у бу йәрдин йолға чиқти.
12Троастикиләр болса һелиқи жигитни өйигә һаят апирип қойди. Улар буниңдин чәксиз тәсәлли тапти.
13Биз болсақ Павлустин бурун Ассос шәһиригә кемә билән бардуқ. Чүнки Павлус шу йәргә пиядә барай, силәр мәндин авал йетип берип, у йәрдә мени кемигә еливелишни күтүңлар, дәп орунлаштурған еди.

Read Росулларниң паалийәтлири 20Росулларниң паалийәтлири 20
Compare Росулларниң паалийәтлири 20:2-13Росулларниң паалийәтлири 20:2-13