Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Росулларниң паалийәтлири - Росулларниң паалийәтлири 20

Росулларниң паалийәтлири 20:15-24

Help us?
Click on verse(s) to share them!
15Андин шу йәрдин чиқип, әтиси Хийос арилиниң удулиға келип турдуқ. Үчинчи күни Самос арилиға йетип кәлдуқ вә Трогиллиум шәһиридә қондуқ; униң әтиси Милетус шәһиригә бардуқ.
16Чүнки Павлус Асия өлкисидә көп вақитни өткүзүвәтмәслик үчүн, деңиз сәпиридә Әфәсуста тохтимай өтүп кетишни қарар қилған еди. Сәвәви, у «орма һейти» күнини мүмкинқәдәр Йерусалимда өткүзүш үчүн алдирайтти.   
17Әнди Милетус шәһиридин Әфәсусқа адәм әвәтип, җамаәттики ақсақалларни чақирди.
18Улар кәлгәндин кейин, у уларға мундақ деди: — Мән Асия өлкисигә аяқ басқан биринчи күндин тартип, силәр билән қандақ өткәнлигим һәр бириңларға мәлум.
19Рәбниң хизмитидә һәр тәрәптә кәмтәр болуп, көз яшлирим төкүлгәнлигини, шундақла Йәһудийларниң сүйқәстлири түпәйлидин бешимдин өткән синақларда чидиғанлиғимни билисиләр,
20вә йәнә мәйли аммиви сорунларда болсун яки өй-өйләрдә болсун, силәргә тәлим бәргинимдә, силәргә пайдилиқ болсила һеч немини айимай җакалап,
21Йәһудийлар һәм Грекләргиму Худа алдида товва қилиш вә Рәббимиз Әйса Мәсиһгә етиқат қилиш керәклигигә гувалиқ берип җекилигәнлигим һәммиңларға мәлум.
22Һазир мана, роһта бағланған һалда Йерусалимға кетиватимән. У йәрдә немә ишларниң бешимға чүшидиғанлиғини уқмаймән;
23Пәқәт шуни билимәнки, Муқәддәс Роһ мән барғанла шәһәрләрдә зиндан кишәнлири вә азап-оқубәтләрниң мени күтүп туридиғанлиғини алдин ениқ ейтип кәлмәктә.
24Лекин мән өз мусапәмни тамамлишим, Рәб Әйсадин тапшурувалған хизмәтни ада қилишим, йәни Худаниң меһри-шәпқити тоғрисидики хуш хәвәрниң толуқ гувачиси болушум үчүн, өз һаятимни қилчә айимаймән.

Read Росулларниң паалийәтлири 20Росулларниң паалийәтлири 20
Compare Росулларниң паалийәтлири 20:15-24Росулларниң паалийәтлири 20:15-24