Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Росулларниң паалийәтлири - Росулларниң паалийәтлири 19

Росулларниң паалийәтлири 19:22-29

Help us?
Click on verse(s) to share them!
22Шуниң билән, у өзигә ярдәмдә болуватқанлардин Тимотий билән Ерастус иккиләнни Македонийәгә әвәтиветип, өзи йәнә бир мәзгил Асия өлкисидә турди.
23Дәл шу чағда, Әфәсус шәһиридә Рәбниң йоли тоғрилиқ еғир малимачилиқ көтирилди.   
24Аял илаһ Артемисни сүрәтләп күмүч тәкчә-һәйкәлләрни ясиғучи Димитрий исимлиқ бир зәргәр бар еди. Униң бу иши һүнәрвәнләргә көп пайда тапқузатти.
25Димитрий һүнәрвәнләрни вә шуниңға охшаш ишлар билән шуғуллиниватқан башқа устиларни жиғип, уларға: — Бурадәрләр, бизниң гүллинишимизниң бу иш билән бағлиқ екәнлигини билисиләр;
26һазир һелиқи Павлусниң немә ишларни қилип жүргәнлигини аңлиған һәм көргән болушуңлар керәк. У: «Қол билән ясивалған нәрсиләр илаһлар әмәс» дейиш билән, пәқәт Әфәсуста әмәс, бәлки пүткүл Асия өлкисидә дегидәк нурғунлиған кишиләрни қайил қилип, аздуруп бураватиду.
27Әнди һазир бизниң бу содимизға бәтнам чаплаш хәвпи болупла қалмай, бәлки бүйүк аял илаһ Артемисниң бутханисиму әрзимәс дәп қарилип, һәтта Асия өлкиси вә пүткүл җаһан ибадәт қилидиған бу аял илаһимизниң шан-шәривиму йоқилиш хәвпигә дуч келиватиду! — деди.
28Бу сөзләрни аңлиған көпчилик ғәзәпкә чөмүп, қайта-қайта: — Әфәсуслуқларниң Артемисимиз бүйүктур! — дәп чуқан көтиришкә башлиди.
29Буниң билән пүткүл шәһәр малиматаң болуп кәтти. Халайиқ Павлусниң сәпәрдашлиридин Македонийәлик Гаюс вә Аристархусларни тутуп сөрәп, серк мәйданиға тәңла йопурулуп маңди.   

Read Росулларниң паалийәтлири 19Росулларниң паалийәтлири 19
Compare Росулларниң паалийәтлири 19:22-29Росулларниң паалийәтлири 19:22-29