Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Росулларниң паалийәтлири - Росулларниң паалийәтлири 19

Росулларниң паалийәтлири 19:12-17

Help us?
Click on verse(s) to share them!
12Кишиләр һәтта қол яғлиқ вә пәртуқларни Павлусниң тенигә тәккүзүп, андин кесәлләрниң йениға апирип, уларниң үстигә япатти. Нәтиҗидә, кесәлләр сақийип, яман роһлар улардин чиқип кетәтти.
13Лекин шу әтрапта жүридиған, «җинкәш» Йәһудийларин бәзилириму Рәб Әйсаниң намини ишлитип баққуси келип, җин чаплашқанлар үстидә туруп җинларға: «Павлус җакалаватқан Әйсаниң намидин саңа қаттиқ буйруқ беримән!» дәйдиған болди.
14Бу ишни қилидиғанларниң арисида Скева исимлиқ бир Йәһудий баш каһинниң йәттә оғлиму бар еди.
15Лекин улар қоғливәтмәкчи болған яман Роһ уларға җавапән: — Әйсани тонуймән, Павлустин хәвирим бар, бирақ өзүңлар ким болисиләр?! — девиди,
16яман Роһ чаплишивалған киши уларға етилип чиқип, уларни уруп шама қилип, уларниң үстидин ғалип кәлди. Улар ялаңач вә яриланған һалда өйдин қечип чиқип кәтти.
17Бу иш Әфәсус шәһиридә туруватқан барлиқ Йәһудийлар вә Грекләргиму мәлум болуп, қорқунуч һәммисини басти вә Рәб Әйсаниң нами улуқланди.

Read Росулларниң паалийәтлири 19Росулларниң паалийәтлири 19
Compare Росулларниң паалийәтлири 19:12-17Росулларниң паалийәтлири 19:12-17